дунйа лоңқисиниң һәл қилғуч мусабиқисиға чүшидиған биринчи команда ениқ болди

2022-йиллиқ дунйа лоңқисиниң биринчи йерим һәл қилғучи болған аргентина-киродийә мусабиқиси, аргентинаниң ғәлибиси билән ахирлашти.

1918559
дунйа лоңқисиниң һәл қилғуч мусабиқисиға чүшидиған биринчи команда ениқ болди

түркийә авази радийоси хәвири: аргентина-киродийә йерим һәл қилғуч мусабиқиси, киродийә командисиниң 0 гә қарши 3 нәтиҗиси билән ахирлашти.

мусабиқә башлинип 34 минут өткәндә, аргентина маһири лийонел месси 11 қәдәмдин берилгән җаза топ тепишта, бир киродийә командисиниң варатасиға бир топ киргүзди. арқидин йәнә аргетина маһири хулийан алварез 39 минут өткәндә вә 69 минут өткәндә бирдин икки топ киргүзди.

арәентина командиси бу нәтиҗә билән, 18-декабир (2022) йәкшәнбә күни өткүзүлидиған һәл қилғуч мусабиқигә, фирансийә-маракәш мусабиқисидә утқан команда билән лусайил тәнтәрбийә мәйданида чүшиду.

2022-йиллиқ дунйа лоңқисиниң һәл қилғуч мусабиқиси әнқәрә вақти 18.00, үрүмчи вақти 21.00 дә башлиниду.

киродийә командиси фирансийә-маракәш мусабиқисидә уттуруп қойған команда билән үчинчиликни талишиду.

аргентиналиқ лийонел месси дунйа лоңқисида қарши тәрәпниң варатасиға киргүзгән 11 топи билән, әң көп топ киргүзгән маһир болуп қалди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر