киродийә командиси йерим һәл қилғуч мусабиқигә өрлиди

дунйа лоңқисиниң биразилийә-киродийә чарәк һәл қилғуч мусабиқисидә, биразилийә командиси шаллинип кәтти.

1917109
киродийә командиси йерим һәл қилғуч мусабиқигә өрлиди

түркийә авази радийоси хәвири: қатарда өткүзүлүватқан 2022-йиллиқ дунйа лоңқиси киродийә-биразилийә йерим һәл һәл қилғуч мусабиқиси путбол дунйасини һайаҗанға салди.

дәсләпки 90 минутлуқ вә мусабиқә һәр икки командиниң топ киргүзәлмәслики билән 0-0 ахирлашти.

арқидин узартип берилгән биринчи мәйдан риқабитидә, йәни 105-минутта биразилийә командиси киродийә командисиниң варатасиға бир топ киргүзди. нәтиҗә 1-0 болди.

узартип берилгән иккинчи мәйдан елишишта, йәни 117-минутта киродийә командиси бир топ киргүзди вә нәтиҗә 1-1 тәңлишип қалди.

бу мусабиқиниң үчинчи басқучи болған 11 қәдәмдин тепишта, киродийә командиси биринчи топни киргүзди. әпсуски биразилийә биринчи тепишта пурсәтни қачуруп қойди.

киродийә командиси арқа-арқидин топни тепип киргүзди, әмма биразилийә командисиниң архирқи тепишта йәнә бир топни қачуруп қойуши билән нәтиҗә 4-2 болди вә киродийә командиси 11 қәдәмдин тепишта 2 топ үстүнлүк билән йерим һәл қилғуч мусабиқгә чүшүш һоқуқини қолға кәлтүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر