дунйа лоңқисиниң йултузиға айланған йапонийә, киродийә командиси билән мусабиқилишиду

қатарда давамлишиватқан 2022-йиллиқ дунйа лоңқисида, киродийә командиси билән гурупписида йуқири иқтидарини намайан қилип путбол дунйасини һәйран қалдурған йапонийә командиси бүгүн (2022-йили 5-декабир) мусабиқилишиду.

1914578
дунйа лоңқисиниң йултузиға айланған йапонийә, киродийә командиси билән мусабиқилишиду

түркийә авази радийоси хәвири: киродийә-йапонийә мусабиқиси әл җәнуб тәнтәрбийә мәйданида әнқәрә вақти 18.00, үрүмчи вақти 21.00 дә башлиниду. мусабиқигә америкалиқ исмаил елфат реперлиқ қилиду. мусабиқә 1-т р т, 4K т р т қаналлири вә trtspor.com.tr адресида нәқ мәйдандин улап тарқитилиду.

E гурупписида германийә билән испанийә командисини мәғлуб қилип, путбол дунйасини һәйран қалдурған йапонийә командиси, алтә номурға еришип гуруппида биринчи болди. 2018-йили русийәдә һәл қилғуч мусабиқигә чүшкән киродийә командиси F гурупписида бәш номурға еришип гуруппида иккинчи болди. бу мусабиқидә ғәлибә қилған команда, йерим һәл қилғуч мусабиқигә чүшүш салаһийитигә еришиду вә биразилийә-җәнубий корейә йерим һәл қилғуч мусабиқиси ғалибиниң рәқибигә айлиниду. бу, йапонийә вә киродийә командилириниң дунйа лоңқиси тарихида үчинчи қетим өзара учришиши болуп һесаблиниду. 1998-йили фирансийәдә өткүзүлгән дунйа лоңқисида киродийә 0 гә қарши 1 нәтиҗә билән йапонийә командисини утқан иди. 2006-йили германийәдә өткүзүлгән дунйа лоңқисида, икки команда 0-0 нәтиҗә билән тәңлишип қалған иди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر