қатарда түнүгүн мәйданға чүшкән командилар вә уларниң нәтиҗилири

қатарда давамлишиватқан дунйа лоңқисини талишиш путбол мусабиқисидә түнүгүн төт мәйдан мусабиқә ойналди.

1911324
қатарда түнүгүн мәйданға чүшкән командилар вә уларниң нәтиҗилири
iran.jpg
katar-senegal.jpg
ekvador-hollanda.jpg
ingiltere-abd.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: мусабиқиләшкән командилар вә уларниң нәтиҗилрии төвәндикичә:

иран: 2 галлер: 0

иран 2022-йиллиқ дунйа лоңқисини талишиш путбол мусабиқисиниң иккинчи мәйдан мусабиқисидә галлер командисини 0 қарши 2 топ билән йеңип, номурини 3 кә йәткүзди. мусабиқидә йеңлип қалған галлер 1 номурға еришти.

сенегал: 3 қатар: 1

иккинчи мәйдан мусабиқидә тунҗи ғәлибисини қолға кәлтүргән сенегал командиси номурини 3 кә йәткүзди. қатар болса, иккинчи мәйдан мусабиқидә номур алалмиди. 2022-йиллиқ дунйа лоңқисини талишиш путбол мусабиқисигә саһибханлиқ қиливатқан қатар, тунҗи болуп мусабиқә билән видалашқан команда болди.

голландийә: 1 еквадор: 1

гуруппидики тунҗи мәйдан мусабиқисидин ғәлибә билән айрилған икки команда 1 гә қарши 1 нәтиҗә билән баравәрликни сақлап, номурлирини 4 кә йәткүзди.

әнглийә: 0 америка: 0

америка вә әнглийә командилири дунйа лоңқисини талишиш путбол мусабиқисиниң б гурупписидики мусабиқисидә бир – бирлириниң варталириға топ киргүзәлмиди. америка командиси номурини 2 гә, әнглийә командиси 4 кә йәткүзди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر