таһа ақгүл дунйа чемпийони болди
сербийәдә өткүзүлгән дунйа челишиш ләвһә талишиш мусабиқисидә, түркийә маһири таһа ақгул моңғулийә маһири лахавагерел мунқтурни йеңип, дунйа чемпийони болди.
1881133
түркийә авази радийоси хәвири: сербийәниң пайтәхти белградта өткүзүлгән дунйа челишиш ләвһә талишиш мусабиқисиниң 7 – күни, түркийә маһири таһа ақгүл, 125 килогирамлиқлар бойичә моңғулийә маһири лахавагерел мунқтур билән җәңгә чүшти.
«<чолпан> тәнтәрбийә зали>» да өткүзүлгән шу күнидики әң ахирқи мусабиқидә, рәқибини 2 гә қарши 6 нәтиҗидә мәғлуп қилған таһа ақгүл, кәспий һайатида үчинчи қетим дунйа чемпийони болди.
таһа ақгүл, илгири 2014 - вә 2015-йиллири дунйа чемпийони болғаниди.
дунйа челишиш ләвһә талишиш мусабиқисиниң йәттинчи күни ахирлашқанда, түркийә, 4 алтун, 3 мис болуп, җәмий 7 медалға еришти.
игилинишичә, сербийәдә давамлишиватқан дунйа челишиш ләвһә талишиш мусабиқиси әтә ахирлишидикән.