түркийә челишиш маһирлири 134 медалға еришти

түркийә челишиш маһирлири дунйа, йавропа чемпийонлуқи,исламий һәмкарлиқ тәнһәрикәт мусабиқиси вә ақдеңиз тәнһәрикәт мусабиқисидә 134 медални қолға кәлтүрди.

1871400
түркийә челишиш маһирлири 134 медалға еришти

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа вә йавропа чемпийонлуқидин башқа, исламий һәмкарлиқ тәнһәрикәт мусабиқиси вә ақдеңиз тәнһәрикәт мусабиқисидә риқабәтләшкән түркийә челишиш маһирлири, чүшкән мусабиқиләрдә 31 алтун медал, 31 күмүш медал вә 72 мис медалға еришип, җәмий 134 медални қолға кәлтүрди.

түркийә челишиш маһирлири йаврпа чемпийонлуқида, барлиқ йаш категорийәси бойичә (15, 17, 20 вә 23 йаштин төвән йаки йуқири) өткүзүлгән мусабиқидә, 20 алтун медал, 19 күмүш медал вә 48 мис медалға еришип, җәмий 87 медални қолға кәлтүрди.

венгирийәдә өткүзүлгән чоңларниң йавропа чемпийонлуқида болса, 7 алтун медал, 3 күмүш медал вә 7 мис медалға еришти.

түркийә айаллар челишиш командиси йавропа биринчиси, гирекчә вә әркин челишиш командилири йавропа иккинчиси болди.

түркийә челишиш маһирлири ақдеңиз тәнһәрикәт мусабиқисидә 7 алтун медал, 5 күмүш медал вә 2 мис медалға еришти. конйада өткүзүлгән исламий һәмкарлиқ тәнһәрикәт мусабиқилиридә болса, 2 алтун медал, 5 күмүш медал вә 12 мис медалға еришти.

түркийә маһирлири 17 вә 20 йаштин төвән дунйа чемпийонлуқида, 2 алтун, 2 күмүш вә 10 мис медални қолға кәлтүрди.

түркийә челишиш командиси 10-сентәбирдин 18-сентәбиргичә (2022) сербийәдә өткүзүлидиған чоңларниң дунйа чемпийонлуқида һәр қайси дөләтләрниң командилири билән риқабәтлишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر