әрдоған конйада һәр қайси дөләтләрниң рәһбәрлиригә зийапәт бәрди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, 5-қетимлиқ исламий һәмкарлиқ тәнһәрикәт мусабиқисини көрүш үчүн конйаға кәлгән дөләт вә һөкүмәт башлиқлириниң шәрипигә кәчлик зийапәт бәрди.

1865860
әрдоған конйада һәр қайси дөләтләрниң рәһбәрлиригә зийапәт бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, исламий һәмкарлиқ тәнтәрбийә федератсийәси вә ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң иштирак қилиши билән өткүзүлгән 5-қетимлиқ исламий һәмкарлиқ тәнһәрикәт мусабиқисиниң ечилиш мурасими үчүн конйаға кәлгән дөләт вә һөкүмәт башлиқлири вә башқа әмәлдарлар билән көрүшти.

зийапәткә әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийеф, шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар, пәләстин баш министири муһәммәд иштиййә, албанийә баш министири әди рама, алҗирийә баш министири әймән бин абдурраһман, сәуди әрәбистан тәнтәрбийә министири вә ислам һәмкарлиқи тәнтәрбийә федератсийәси рәиси шаһзадә абдуләзиз бин түрки ал файсал ал сууд, қатар олимпик комитети рәиси шәйх җоан бин һәмәд ал сани қатарлиқлар қатнашти.

җумһур рәис әрдоған зийапәт әснасида әлийев, иштийә вә шаһзадә ал файсал билән айрим – айрим һалда йепиқ учришиш өткүзди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر