түркийә италийә командисиға уттуруп қойди

түркийә дөләтлик путбол командиси конйа шәһәрлик тәнтәрбийә мәйданида италийә командиси билән өткүзүлгән мусабиқидә, 3 кә қарши 2 нәтиҗә билән уттуруп қойди.

1804187
түркийә италийә командисиға уттуруп қойди

түркийә авази радийоси хәвири: 2022 -йиллиқ дунйа лоңқиси шаллаш йерим һәл қилғуч мусабиқилиридә, португалийә командисиға 3 кә қарши 1 нәтиҗә билән уттуруп қойған түркийә, шималий македонийәгә 1 гә қарши 0 нәтиҗә билән уттуруп қойуп, охшаш тәқдиргә дучар болған йавропа чемпийони италийә командиси билән конйада мусабиқигә чүшти.

түркийә командиси мусабиқә башлинип төт минут өткәндә җәнгиз үндәрниң бир топ киргүзүши билән алдиға өтти. 35 минут өткәндә италийә командисиниң маһири кристантениң бир топ киргүзүши билән, командилар тәңләшти. италийә командиси 38 минут вә 69 минут өткәндә арқа-арқидин киргүзүлгән икки топ билән үстүнлүккә еришти.

түркийә командиси 83 минут өткәндә сәрдар дурсунниң киргүзгән бир топ билән пәрқни кичикләткән болсиму, мәғлубийәтни өзгәртишкә йәтмиди.

мусабиқә 2 гә қарши 3 нәтиҗә, италийә командисиниң ғәлбиси билән ахирлашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر