анталйа йавропа билйарт чемпийонлуқиға саһибханлиқ қилди

түркийә дөләтлик билйарт маһири әйлүл кибароғлу һәл қилғуч мусабиқидә, голландийә маһири тамара радемамакерс (TamaraRademakers) ни йиңип алтун медалға еришти.

1730826
анталйа йавропа билйарт чемпийонлуқиға саһибханлиқ қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләтлик билйарт маһири әйлүл кибароғлу голландийә маһири тамара радемамакерс билән һәл қилғуч мусабиқигә чүшти.

у тамара радемамакерсни 2 гә қарши 6 номур билән мәғлуб қилди.

әйлүл кибароғлу 2007-йили чехийәдә өткүзүлгән йавропа билйарт чемпийонлуқидиму алтун медалға еришкән болуп, бу униң иккинчи қетим алтун медалға еришишниң хушаллиқини йашиши һесаблиниду.

әйлүл кибароғлу: «өзимизниң өйидә алтун медалға еришкәнликим үчүн наһайити хушалмән вә өзәмни наһайити шәрәплик һес қилдим. әмдики нөвәт дунйа чемпийони болуш» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر