бусәназ бокста һәл қилғуч мусабиқигә чүшиду

2020-йиллиқ токйо олимпикиниң 12-күнидә өткүзүлгән бокс мусабиқисиниң айаллар 51 килогирамлиқлар түридә, бусәназ чакироғлу һәл қилғуч мусабиқигә чүшүш салаһийитигә еришти.

1685321
бусәназ бокста һәл қилғуч мусабиқигә чүшиду

түркийә авази радийоси хәвири: бусә наз кокугикан тәнтәрбийә мәйданида өткүзүлгән мусабиқидә, тәйвәнлик маһир вен хуаңни йиңип һәл қилғуч мусабиқигә чүшүш салаһийитини қолға кәлтүрди.

бусә наз һәл қилғуч мусабиқидә, булғарийәлик маһир крастева билән мусабиқигә чүшиду. крастева бир қетим йавропа чемпийони, икки қетим дунйа иккинчиси болған.

бусә наз чакироғлуниң йерим һәл қилғуч мусабиқиси 7-авғуст (2021) җүмә күни әнқәрә вақти 08:15, үрүмчи вақти 11:15 өткәндә өткүзүлиду.

айаллар 69 килогирамлиқларниң бокс мусабиқисидә һәл қилғуч мусабиқигә чүшүш салаһийитини қолға кәлтүргән бусәназ сүрмәли, хитай маһири хоң гу билән мусабиқилишиду.

хитай маһири хоң гу икки қетим асийа чемпийони, икки қетим дунйа иккинчиси болған.

бусәназ сүрмәли 7-авғуст (2021) әнқәрә вақти 09:15, үрүмчи вақти 12:15 өткәндә хитай маһири хоң гу билән мусабиқилишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر