бусә наз айаллар бокс түридә чарәк қилғуч мусабиқигә чүшиду

2020-йиллиқ токйо олимпик тәнһәрикәт мусабиқисиниң 51 килогирамлиқлар айаллар бокс түридә, бусә наз чакироғлу чарәк һәл қилғуч мусабиқигә чүшүш салаһийитини қолға кәлтүрди.

1682135
бусә наз айаллар бокс түридә чарәк қилғуч мусабиқигә чүшиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә айаллар бокс маһири бусә наз кокугикан тәнтәрбийә мәйданида, өзбекстан маһири турсуной рахимова билән риқабәтләшти. 25 йашлиқ түркийә айаллар бокс маһири бусә наз өзбекстанлиқ рәқибини 2 гә қарши 3 нәтиҗә билән йиңип, чарәк һәл қилғуч мусабиқигә чүшүш салаһийитини қолға кәлтүрди.

бусә наз чарәк һәл қилғуч мусабиқисидә, филиппинлиқ маһир айриш магнони 0 гә қарши 5 нәтиҗә билән йәңгән тайландлиқ маһир җутамас җитпоң билән мусабиқигә чүшиду.

бусә назниң чарәк һәл қилғуч мусабиқиси 2021-йили 1-авғуст (йәкшәнбә) әнқәрә вақти 05:00, үрүмчи вақти 08:00 дә башлиниду. у рәқибини йәңгән әһвалда йерим һәл қилғуч мусабиқигә чүшүш салаһийитигә еришиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر