әрдоған мәмликәтлик челишиш маһири риза кайаалпни алаһидә тәбриклиди
мәмликәтлик челишиш маһири риза кайаалп йавропа челишиш ләвһә талишиш мусабиқисиниң гретсийә-рим услубидики 130 килограмлиқлар һәл қилғуч мусабиқисидә алтун медалға еришти.
түркийә авази радийоси хәвири: полшаниң пайтәхти варшавада өткүзүлгән йавропа челишиш ләвһә талишиш мусабиқисиниң 6-күнидә, мәмликәтлик челишиш маһиримиз риза кайаалп гретсийә-рим услубидики 130 килограмлиқлар һәл қилғуч мусабиқисида грузийәлик лакоби каҗиа билән мәйданға чүшти.
риза кайаалп грузийәлик рәқибини 1 гә қарши 3 нәтиҗә билән мәғлуп қилип, кәспий һайатида уда 10- қетим йавропа чемпийонлуқиға еришти.
«әң көп йавропа чемпийонлуқиға еришкән түрк тәнһәрикәтчиси» дегән намға игә риза кайаалп өзигә хас рекортларни йаратти.
мәмликәтлик челишиш маһиримиз йәнә 4 қетим дунйа чемпийонлуқиғиму еришкән болуп, у олимпик иккинчи вә үчинчиси болған иди.
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 10-қетим йавропа чемпийони болған мәмликәтлик челишиш маһиримиз риза кайаалпқа телефон қилип алаһидә тәбриклиди.
әрдоған мәмликәтлик челишиш маһиримизниң токйо олимпик мусабиқисидиму чемпийон болушини күтидиғанлиқини ейтти.