йавропадики путбол командилириниң қиммитиниң төвәнләйдиғанлиқи илгири сүрүлди

йавропа путбол командилириниң вухән вируси (ковид – 19) сәвәбидин оттуричә %20 - %25 қиммитини йоқитип қойушиниң күтүлүватқанлиқи илгири сүрүлди.

1442228
йавропадики путбол командилириниң қиммитиниң төвәнләйдиғанлиқи илгири сүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: KPMG Football Benchmark, вухән вируси мәзгилидә йавропадики қиммити әң йуқири 32 путбол командисиниң қиммитиниң төвәнләш әһвалини тәкшүрүп чиқти.

тәкшүрүш нәтиҗиси, мусабиқилири әмәлдин қалдурулған йавропадики путбол командилириниң ичидә фирансийә командилириниң әң көп зийан тартқан командилар болидиғанлиқини؛ бу даиридә олимпик лийонниң қиммитиниң %27.5, париж саинт гермаинниң қиммитиниң %25.4 төвәнләп кетишиниң күтүлүватқанлиқини оттуриға қойди.

тизимликтә түрк  путбол командилиридин галатасарайниң %23.3, бәшикташниң %20.2 әтрапида қиммитини йоқитип қойушиниң мумкинлики тоғрисидики мөлчәрләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر