тотенһам путбол кулуби вирус түпәйли чиқарған қараридин ваз кәчти

енгланд (әнглийә) алий бирләшмиси командилиридин тоттенһам вухән вируси (ковид – 19) сәвәбидин бир қисим хизмәтчилирини маашсиз дәм елишқа қойуветиш қараридин ваз кәчти.

1397591
тотенһам путбол кулуби вирус түпәйли чиқарған қараридин ваз кәчти

түркийә авази радийоси хәвири: тоттенһам кулуби рәһбәрлики, хизмәтчиләрниң апрел вә май айлиридики маашлириниң толуқ берилидиғанлиқини уқтурди.

тоттенһам кулуби мәсуллири, путбол мәстанилириниң кулубниң хизмәтчиләрни маашсиз дәм елишқа қойуветиш қараридин нарази болғанлиқини көрүп йәткәнликини, хизмәтчиләрниң һоқуқиниң қоғдилидиғанлиқи билдүрди.

енгланд алий бирләшмисидики невкастил йунайтид, борнемос, норвич сити вә ливерпол қатарлиқ кулубларму буниңдин илгири байанат беирп, бир қисим хизмәтчиләрниң маашсиз дәм елишқа чиқирилидиғанлиқини елан қилғаниди. лекин, булардин ливерполму путбол мәстанилириниң наразилиқ билдүрүшидин кейин мәзкур қараридин ваз кәчкәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر