тенис топ маһири қийинчилиқта қалғанларға пул ианә қилди

шивейтсарийәлик тенис топ маһири рогер федерер (Roger Federer) дөлитидә вухән вируси(Kovid-19) сәвәбидин қийинчилиқта қалған аилиләргә 1 милйон шивейтсарийә франки (1милйон доллар) ианә қилди.

1385332
тенис топ маһири қийинчилиқта қалғанларға пул ианә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: шивейтсарийәлик тенис топ маһири рогер федерер вухән вируси сәвәбидин қийинчилиқта қалған аилиләргә 1 милйон шивейтсарийә франки ианә қилди.

у: «бу наһайити қийин мәзгил, шуңа һечким унтулуп қалмаслиқи керәк. айалим мирка (Mirka) билән қийинчилиқта қалған аилиләргә 1 милйон шивейтсарийә франки ианә қилишни қарар қилдуқ. бу йардәмлиримиз бир башланғуч. башқиларниңму еһтийаҗлиқ аилиләргә йардәм қилишқа қатнишишини үмид қилимән. бу киризистин бирликтә өтүп кетимиз. саламәт болуңлар» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر