токйо олимпик йиғини тоғрисида үч хил пилан ашкариланди

хәлқара олимпик комитети (IOC) ниң башлиқи томас бах 2020-йиллиқ токйо олимпик тәнһәрикәт йиғининиң пилан бойичә өткүзүлидиғанлиқини елан қилди.

1383288
токйо олимпик йиғини тоғрисида үч хил пилан ашкариланди

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара олимпик комитетиниң башлиқи томас бах олимпик йиғини әмәлдин қалдурулған әһвалда 11 миң тәнһәрикәтчиниң арзулириниң йоқ болидиғанлиқини билдүрүп: «токйо олимпик тәнһәрикәт йиғинини мушу йазда өткүзүш үчүн башқа пиланлар үстилимиздә» деди.

сербийә билән киродийә тәнтәрбийә һәйәтлири олимпик тәнһәрикәт йиғининиң өткүзүлмәслики тоғрисида пикирлирини билдүрди.

токйо олимпик йиғиниға қатнишиш салаһийитигә еришкән германийәлик дунйа қиличвазлиқ чемпийони макс һартуң (Max Hartung), мусабиқә өткүзүлсә өзиниң байқут қилидиғанлиқини елан қилди.

у токйода мусабиқә өткүзүшниң тоғра икәнликини билдүридиған сәвәбниң йоқлуқини әскәртип: «һәммә киши вирусниң тарқилишини тохтитишта рол ойниши керәк» деди.

америка йиник атлитка вә су үзүш федератсийәси, биразилийә олимпик комитети, әнглийә йиник атлитка федератсийәси вә фирансийә су үзүш федератсийәси, олимпикниң кечиктүрүлүши тоғрисида пикир билдүрди.

олимпик тәнһәрикәт йиғини үчүн һазирғичә 12 милйард доллар хәҗлигән йапонийә, олимпикниң кечиктүрүлүшигә қизғин әмәс.

олимпик комитетидин елинған мәлуматларға асасланғанда, олимпик тәнһәрикәт йиғини үчүн охшимиған үч хил пилан ойлишиливатқан болуп, буларниң биринчиси, икки йил кечиктүрүш, иккинчиси, 2020-йили сентәбир ейиға кечиктүрүш вә үчинчиси, тамашибинларсиз өткүзүш икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر