вухән вируси германийә кулублар бирликиниң мусабиқилирини тохтитишиға сәвәб болди

германийәдә өткүзүлгән 1 - вә 2 - бирләшмә путбол мусабиқилириниң йеңи типтики вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин 2 -апрелғичә тохтитилғанлиқи елан қилинди.

1379493
вухән вируси германийә кулублар бирликиниң мусабиқилирини тохтитишиға сәвәб болди

түркийә авази радийоси хәвири: фиранкфортта өткүзүлгән германийә кулублар бирлики (DFL) ниң йиғинида 1- вә 2 - бирләшмидин  җәмий 36 кулубниң қатнишиши билән өткүзүлидиған путбол мусабиқилирини вухән вируси апити сәвәбидин 4 - айниң 2 -күнигичә кечиктүрүш қарар қилинди.

германийә кулублар бирлики (DFL) ниң рәиси кристийан сәйферт байанат елан қилип, «бу қарар мусабиқиларниң 4 - айниң 3 - күнидин башлап қайта ойнилидиғанлиқини билдүрмәйду, әмма буниңдин кейин қандақ һәрикәт қилиш һәққидә 30 - марттин кейин кеңишиш арқилиқ қарар мақуллиниду» деди.

сәйферт бу мусабиқә пәслидә қалған мусабиқиларниң ойнилидиған йаки ойналмайдиғанлиқи тоғрисидиму сөһбәт өткүзүлгәнликини ейтти.

сәйферт нөвәттики вәзийәттин кейин тамашибин, телевизор вә капаләтчи кирими болмай туруп, нурғун кулубларниң мәвҗутлуқ хәвипигә дуч келидиғанлиқини тәкитләп, йолға қойулидиған тәдбирләр үстидә хизмәт қилишни давамлаштуридиғанлиқилирини вә путбол мәстанилириниң тоғра чүшинишини үмид қилидиғанлиқини ейтти.

сәйферт вухән вирусниң алдини елишниң әң муһим иш икәнликини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر