NBA ниң һайаҗанға толған икки мусабиқиси өткүзүлди

америка дөләтлик васкетбол бирләшмиси (NBA) ниң түнүгүнки мусабиқилири тамашибинларни сөйүндүрди.

1372696
NBA ниң һайаҗанға толған икки мусабиқиси өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: даллас маверикис (Dallas Mavericks) командиси йавропалиқ маһирлири билән нийу орленс пеликанс (New Orleans Pelicans) командиси үстидин ғәлибә қилди.

мийами хитде (Miami Heat de) командиси орландо мәҗик (Orlando Magic) командисини мәғлуб қилди.

даллас маверикис-нийу орленс пеликанис мусабиқиси баштин ахириғичә бир-бириниң гариға топ киргүзүш билән давамлашти. мусабиқә ахирлишишқа йәттә секунт қалғанда даллас маверикис командиси үстүнлүктә иди, бирақ дәл бу пәйттә мәйданға чүшкән қарши тәрәпниң фәнәрбаһчә командисиниң сабиқ әзаси николо мелли (Nicolo Melli) гарға үч номурлуқ топ киргүзди вә мусабиқиниң вақтини узартти.

ахирида, даллас маверикис командиси 123 номурға қарши 127 номур билән нийу орленс пеликанс командисини йәңди.   

  мийами хитде командиси орландо мәҗик командисини күтүвалди. мусабиқидә һәр икки команда бир-бири билән қаттиқ риқабәтләшти.

мийами хитде командиси 113 кә қарши 116 номур билән орландо мәҗик командиси үстидин ғәлибә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر