русийә қозғитиш дорисиға қарши туруш агентлиқиниң қарариға наразилиқ билдүрди

русийә тәнтәрбийә министири тәнтәрбийә маһирлириниң қозғитиш дориси бәлгилимисигә қилған хилаплиқи айрим-айрим җавабкарлиққа тартилиши керәкликини билдүрди.

1320766
русийә қозғитиш дорисиға қарши туруш агентлиқиниң қарариға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә тәнтәрбийә министири павел колобков (Pavel Kolobkov) дунйа қозғитиш дорисиға қарши туруш агентлиқи(WADA) ниң қозғитиш дориси (doping) бәлгилимилиригә бойсунмиғанлиқини сәвәб көрситип, русийәни төт йил олимпик вә дунйа чемпийонлуқи мусабиқилиригә қатнишишини мәни қилиш қарариға наразилиқ билдүрди.

русийә тәнтәрбийә министири павел колобков дунйа қозғитиш дорисиға қарши туруш агентлиқиниң қарариға наразилиқ билдүрүп: «агентлиқниң барлиқ тәнтәрбийәчилиримини җавабкар тутуш позитсийәсигә қарши туримиз. тәнтәрбийәчиләрниң қозғитиш дориси бәлгилимисигә қилған хилаплиқи айрим-айрим җавабкарлиққа тартилиши керәк» деди.

у москвада өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида: «мутәхәссислиримиз агентлиқниң агаһландурушлириға қайил қиларлиқ җаваб бәрди. наһайити әпсуски, җаваблиримиз нәзәргә елинмиди» деди.

дунйа қозғитиш дорисиға қарши туруш агентлиқи русийәниң қозғитиш дориси бәлгилимиригә бойсунмиғанлиқи сәвәбидин төт йил бойичә олимпик вә дунйа чемпийонлуқи мусабиқилиригә қатнишишини мәни қилиш қарари чиқарған иди.

қарар бойичә, русийә дөләт марши вә байриқи 2020-йили токйода өткүзүлидиған дунйа олимпик йиғини билән 2022-йиллиқ дунйа путбол федератсийәлири бирләшмиси (FIFA) лоңқисидин орун алмайду. русийә тәнһәрикәтчилири болса, тәкшүрүштин өтәлигән әһвалда олимпик байриқи билән «2020-токйо» гә қатнишалайду.

русийә дунйа қозғитиш дорисиға қарши туруш агентлиқи қарарини 21 күн ичидә қобул қилса йаки бун қарар үстидин хәлқара тәнтәрбийә сотиға әрз қилса болиду.

русийә җаза қарари чиққан болсиму, 2020-йиллиқ йавропа путбол лоңқисиға қатнишалайду.

русийә 2014-йили сочида өткүзүлгән қишлиқ олимпик мусабиқилиридә дөләт тәрипидин системилиқ қозғитиш дориси ишлитилгәнлики сәвәбидин 2015-йили мусабиқиләрдин мәни қилиш җазаси алған иди.

җәнубий корейәниң пйоңчаң шәһиридә өткүзүлгән 2018-йиллиқ қишлиқ тәнһәрикәт мусабиқилиридә, 168 русийәлик тәнһәрикәтчи өз алдиға мустәқил һалда мусабиқиләргә қатнашқан иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر