түркийә командиси исландийә командиси билән мусабиқилишиду

түркийә дөләтлик путбол командиси әтә (14-нойабир) 2020-йиллиқ йавропа лоңқисиниң H гурупписида өткүзүлгән шаллаш мусабиқисидә, исландийә командиси билән мусабиқигә чүшиду.

1305917
түркийә командиси исландийә командиси билән мусабиқилишиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләтлик путбол командиси 2020-йиллиқ йавропа лоңқисиниң Hгурупписида өткүзүлгән шаллаш мусабиқисидә, әтә исландийә командисини күтүвалиду.

шәнол гүнәш түркийә дөләтлик путбол командисиниң теренерлиқини үстигә алған болуп, риваға җайлашқан һасан доған миллий командилар лагери вә тәлим-тәрбийә мәркизидики мәшиқниң 20 минутлуқ қисми ахбаратқа ашкариланди.

түркийә путбол федератсийәси кеңишиниң әзаси вә дөләтлик командиниң мәсули сәлим сойдан командиниң мәшиқини көрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر