түркийә айаллар валибол командиси чемпийонлуқни қолдин берип қойди

түркийә айаллар влибол командиси йавропа чемпийонлуқи һәл қилғуч мусабиқисидә сербийә командисиға 3 кә қарши 2 номур билән мәғлуб болди.

1266242
түркийә айаллар валибол командиси чемпийонлуқни қолдин берип қойди
2019_Eylul_mac3.jpg
2019_Eylul_mac4.jpg
2019_Eylul_eda.jpg
2019_Eylul_ebrar.jpg
2019_Eylul_mac.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә айаллар влибол командиси йавропа чемпийонлуқи һәл қилғуч мусабиқисидә сербийә айаллар командиси билән риқабәтләшти.

биринчи мәйдан мусабиқидә 21 гә қарши 25 номур билән алдиға өткән түркийә айаллар влибол командиси, иккинчи мәйданда, 25 кә қарши 21 номур билән нәтиҗини 1-1 тәңләштүрүп қойди.

үчинчи мәйдан мусабиқидә, сербийә командиси 21 гә қарши 25 номур билән нәтиҗисини 1 гә қарши 2 гә чиқарди.

төтинчи мәйдан мусабиқидә, түркийә командиси 22 гә қарши 25 номур билән нәтиҗини тәңләштүрди. бирақ ахирқи мәйдан мусабиқидә, 15 кә қарши 13 номур билән, икки мәйдан йиңип, үч мәйдан йиңилиштәк нәтиҗә оттуриға чиқти.

түркийә айаллар валибол командиси 2003-йилидин кейин иккинчи қетим йавропа иккинчиси болди.

сербийә айаллар валибол командиси арқа-арқидин икки қетим, җәмий үч қетим йавропа чемпийонлуқини қолға кәлтүрди.

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған 2019-йиллиқ йавропа айаллар валибол чемпийонлуқида күмүш мидални қолға кәлтүргән түркийә айаллар валибол командисини тәбриклиди. у твиттерда «филәниң султанлири» (FileninSultanları) хәткүчи астида: «түркийә айаллар валибол командиси йавропа чемпийонлуқида күмүш мидални қолға кәлтүрүп бизни шәрәпкә наил қилди. чин көңлүмдин тәбрикләймән. тәшәккүрләр филәниң султанлири» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر