түркийә айаллар васкетбол командиси италийә командисиға уттуруп қойди

түркийә айаллар васкетбол командиси 2019-йиллиқ дунйа васкетбол лоңқиси (FIBA) йавропа айаллар чемпийонлуқидики биринчи мусабиқидә, италийә командисиға уттуруп қойди.

1226556
түркийә айаллар васкетбол командиси италийә командисиға уттуруп қойди
FOTO_18787678_270620192105410000_R_SPO_20190627000000_aa-picture-20190627-18787678.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: летонийә билән сербийә бирликтә өткүзгән 2019-йиллиқ дунйа васкетбол лоңқиси (FIBA) йавропа айаллар чемпийонлуқидики биринчи мусабиқә, түркийә дөләтлик айаллар васкетбол командиси билән италийә командиси оттурисида өткүзүлди. сербийәниң ниш шәһиридики тәнтәрбийә мәйданида өткүзүлгән мусабиқидә, түркийә айаллар командиси 57 гә қарши 54 нәтиҗә билән уттуруп қойди.

мусабиқиниң дәсләпки чарикидә, түркийә командиси 10 ға қарши 17 нәтиҗә билән үстүнлүкни қолға кәлтүрди. әмма, иккинчи чарәктә италийә командиси һуҗумға өтүп, 25 кә қарши 26 нәтиҗә билән үстүнлүкни қолға кәлтүрди. ахирқи пәйтләрдә, түркийә командиси 57 гә қарши 54 нәтиҗә билән мусабиқини ахирлаштурди.

түркийә айаллар васкетбол командиси гурупписидики иккинчи мусабиқини, силовенийә командиси билән ойнайду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر