мусулман путбол чолпанлири мусабиқә әснасида иптар қилди

«Ajax» командисиниң мусулман путбол маһирлиридин мазруий вә зийәч чемпийонлуқни талишиш бирләшмиисниң «Tottenham» командиси билән чүшкән мусабиқиси җәрйанида иптар қилди.

1197882
мусулман путбол чолпанлири мусабиқә әснасида иптар қилди

 

 

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа путбол федератсийәлири бирлики «UEFA» мусабиқилирида «Real Madrid» вә «Juventus» командилирини арқида қалдуруп қойуп катта тарих йаратқан «Ajax» командиси йерим һәл қилғуч мусабиқида әнглийәниң атақлиқ командиси «Tottenham» билән мәйданға чүшти.

амстердам тәнтәрбийә залида өткүзүлгән мусабиқә җәрйанида «Ajax» командисиниң мусулман путбол маһирлиридин нассир мазруий вә һаким зийәч иптар қилди.

маракәшлик бу икки мусулман путбол чолпини мусабиқә башлинип 21минутиға кәлгәндә мәйданниң четигирәк чиқип, иптар қилди.

мәркизий синалғу бу көрүнүшләрни тартмиған болсиму, әмма мусабиқини нәх мәйдандин улап тарқатқучи органларниң тарқитишлирида һәмминиң диққитини қозғиди.

мусабиқида «Ajax» командисиниң иккинчи топини мусабиқә җәрйанида иптар қилған мусулман путбул маһири һаким зийәч 35минутта вартаға киргүзди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر