дунйа путбол мукапатлири тарқитилди

әрәб бирләшмә хәлипиликиниң дубәй шәһиридә өткүзүлгән дунйа путбол мукапатлири мурасимида, йилниң путболчилириға мукапат тарқитилди.

1119320
дунйа путбол мукапатлири тарқитилди

түркийә авази радийоси хәвири: дубәй тәнтәрбийә кеңиши йавропа кулублар бирләшмиси вә путбол директорлири бирләшмиси уйуштурған дунйа путбол мукапатлири мурасими, әрәб бирләшмә хәлипиликиниң дубәй шәһиридә өткүзүлди.

рейал мадрид командисида рекорт үстигә рекорт йаратқан вә җуәнтус командисида үстүн иқтидарини намайан қилған роналдо, йилниң путболчиси болуп баһаланди. роналдониң варатаға киргүзгән топиму, йилниң әң йахши топи болуп баһаланди.

фирансийә командисини дунйа лоңқисиға ериштүргән дидейир десчампс йилниң әң йахши теренери болуп баһаланди. биразилийәниң путбол маһири роналдо де назарийо өмүр бойи мувәппәқийәт мукапатиға лайиқ көрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر