әрдоған мотосиклит дунйасидики йаш чемпийонларни қобул қилди

15 йашлиқ җан мотосиклит тәнһәрикитидә дунйада һазирқи вә бурунқи тәнһәрикәтчиләрниң ичидә әң йаш чемпийон һесаблиниду. акисиға охшаш ғәлибә қилиду, дәп қариливатқан җанниң иниси дениз өнҗү болса 11 йашта.

1106092
әрдоған мотосиклит дунйасидики йаш чемпийонларни қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: улар мотосиклит тәнһәрикәт дунйасида «өнҗү кардәшләр» дәп билиниду. 15 йашлиқ җан мотосиклит тәнһәрикитидә дунйада һазирқи вә бурунқи тәнһәрикәтчиләрниң ичидә әң йаш чемпийон һесаблиниду. акисиға охшаш ғәлибә қилиду, дәп қариливатқан җанниң иниси дениз өнҗү болса 11 йашта.

тәнтәрбийә һәвәскарлири һәйранлиқ билән қарайдиған бу ака-ука қериндашлар, җумһур рәислик сарийида җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң қобул қилишиға еришти.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған «3мото-2018» мусабиқисидә чемпийон болған җан өнҗү билән қериндиши дөләтлик мотосиклит маһиридениз өнҗүни һузурида қобул қилди.

сакарйа парламент әзаси вә сабиқ дөләтлик мотосиклит маһири кәнан софуоғлу «чемпийонлар» ни җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға тонуштурди. икки чемпийон алаһидә йаситилған мотосиклит қалпиқини рәҗәп таййип әрдоғанға тәқдим қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر