фәнәрбаһчә командиси дәсләпки ғәлибисини қолға кәлтүрди

йавропа путбол федератсийәлири бирләшмиси (UEFA) ниң йавропа D гуруппидики бирләшмә мусабиқисиниң иккинчи һәптисидә, фәнәрбаһчә командиси билән словакийәниң спартак трнава командиси мусабиқигә чүшти.

1062797
фәнәрбаһчә командиси дәсләпки ғәлибисини қолға кәлтүрди

түркийә авази радийоси хәвири: фәнәрбаһчә командиси билән спартак трнава командисиниң мусабиқиси үлкәр тәнтәрбийә мәйданида өткүзүлди. фәнәрбаһчә командиси дәсләптә үстүнлүкини намайан қилди. биринчи мәйдан мусабиқә нәтиҗисиз ахирлашти. иккинчи мәйдан мусабиқә башлинип 51 минут өткәндә, фәнәрбаһчә командиси қарши тәрәпниң варатасиға бир топ киргүзди. 68-минутта фәнәрбаһчәниң алҗирийәлик путболчиси слимани калла топ билән нәтиҗини 0 гә қарши 2 гә чиқарди. шуниң билән, фәнәрбаһчә командиси UEFA йавропа бирләшмә мусабиқисиниң D гурупписида дәсләпки ғәлибисини қолға кәлтүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر