икки йеңилмәс бокис маһириниң бир – биригә елан қилған доеллири һайаҗан йаратти

лос анжелеста 1 – декабирда өткүзүлидиған чоң бокис мусабиқиси һазирдин башлапла һәммини һайаҗанға салмақта.

1062210
икки йеңилмәс бокис маһириниң бир – биригә елан қилған доеллири һайаҗан йаратти

түркийә авази радийоси хәвири: икки бокис маһириниң қошма ахбарат елан қилиш йиғинидики қаттиқ талаш тартишлири һәмминиң диққитини тартти.

атақлиқ бокис шаһи фуррий рәқиби вилдерниң елан қилған доеллириға бәрдашлиқ берәлмәй йениға бериши билән тәң җиддийчилик йүз бәрди.

америкиниң бокис шаһи вилдерсниң «мениң алдимға чиқишиң үчүн 2 ай вақтиң бар. наһайити йахши тәййарлиқ қил» дегән сөзлиригә фуррий қаттиқ ғәзәпләнди вә: «2 айға еһтийаҗим йоқ, халисаң келәр һәптә ахирида мәйданға чүшәйли!» дәп доел елан қилди.

«йеңилмәсләр» дәп нам алған икки бокис маһири дәсләптә ағзаки талаш тартиш қилғандин кейин, бир - биригә етилди.  

аманлиқни сақлаш хадимлири вә паалийәтни орунлаштурғучилар икки маһирни тәсликтә айриди.

икки йеңилмәс маһирниң келәр қетимлиқ мусабиқисини һәммәйлән тәшналиқ билән күтмәктә.

«WBC» еғир дәриҗиликләр бокис мусабиқисиниң чемпийонлуқини қолдин бәрмәй келиватқан вилдерс, мәйданға чүшүшкә башлиғандин буйанқи 40 мәйдан мусабиқиниң һеч биридә йеңилип бақмиған болуп, рәқиби фуррийму мәйданға чүшүшкә башлиғандин буйанқи 27 мәйдан мусабиқиниң һеч биридә бирәр қетимму йеңилип бақмиди.

бокис саһәсидә йеқинқи йиллардин буйанқи әң муһим мусабиқә, дәп баһа бериливатқан фуррий билән вилдерниң мусабиқисида, ким ғәлибә қилса, униң «WBC» еғир дәриҗиликләр бокис мусабиқисиниң 3 пәрқлиқ түри бойичә чемпийонлуқ кәмирини қолдин бәрмәй келиватқан атақлиқ бокис шаһи антоний җуша билән риқабәткә чүшүши мөлчәрләнмәктә.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر