һиндистанлиқ деңизчи һинди окйанда қутқузушни күтмәктә

2018-йил 1-ийул фирансийәдин башланған алтун шар йәлкәнлик қолвақта йәр шарини айлиниш мусабиқисидә йариланған һиндистанлиқ деңизчи абһилаш томиниң австиралийәдин 3200 километир йирақлиқта қутқузушни күтүп туруватқанлиқи хәвәр қилинди.

1055427
һиндистанлиқ деңизчи һинди окйанда қутқузушни күтмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: җүмә күни (21-сентәбир) алтун шар йәлкәнлик қолвақ мусабиқиси җәрйанида һинди окйанда йариланған һиндистанлиқ деңизчи абһилаш томи һазирғичә қутқузушни күтмәктә.

австиралийә телевизийәсиниң хәвиридә билдүрүлишичә, қутқузуш хадимлири қолвақ түврүкиниң боранда сунуп кәткәнлики сәвәбидин бәл қисмидин еғир йариланған вә австиралийәдин 3200 километир йирақлиқта қутқузушни күтүп туруватқан 39 йашлиқ томини қутқузушқа тиришмақта икән.

австиралийә деңизчилиқ бихәтәрлики идарисиниң қутқузуш вә издәш ишлири мудири алан ллойд фирансийәниң тәкшүрүш парахоти осирис (Osiris) ниң бүгүн (24-сентәбир) қолвақ бар җайға йетип баридиғанлиқини вә деңизчиниң әһвали һәққидә чәклик мәлуматқа игә икәнликини уқтурди.

қутқузуш хадимлири һиндистанлиқ деңизчиниң мусабиқини уйуштурғанларға еғир йариланғанлиқи вә йемәк йийиш үчүнму һәрикәт қилалмиғанлиқи учурини йәткүзгәндин кейин, дәрһал һәрикәткә өткән.

һиндистан деңиз армийәси алаһидә қисминиң әскири болған томи сүний һәмраһ телефониниң боранда сунуп кетиши сәвәбидин мәсул хадимларға учур әвәтип алақә орнатқан. у учурида: «маңалмайватимән, қутқузушқа еһтийаҗлиқ болуп қалдим, қолвақта бихәтәр туруватимән, сүний һәмраһ телефоном ишлимәйватиду» дәп йазған.

һиндистанлиқ деңизчиниң маңалмиғанлиқи үчүн запас сүний һәмраһ телефонини ишлитәлмигәнлики пәрәз қилинди.

австиралийә вә һиндистан деңиз армийәлириниң икки айропилани йәкшәнбә күни (23-сентәбир) қолвақ бар җайда әһвални көзәткән, бирақ томи билән алақә орниталмиған.

алтун шар йәлкәнлик қолвақ мусабиқиси мусаписиниң узун вә интайин қийин болуши сәвәбидин дунйадики әң тәс деңиз мусабиқиси һесаблиниду. йәр шарини йалғуз, қуруқлуққа айақ басмай вә хәвәрлишиш үскүнилиридин башқа әслиһәләрни ишлитиш чәклинидиған мусабиқә, 1968-йилдин тартип өткүзүлүп кәлмәктә.

һиндистанлиқ деңизчи абһилаш томи вә охшимиған дөләтләрдин кәлгән 18 деңизчи   қатнашқан мусабиқә, 2018-йили 1-ийул фирансийәниң атлантик окйан саһилидики лес саблес долонне шәһиридин башланған.

мусабиқигә қатнашқан башқа деңизчилар боранға дуч кәлмәслик үчүн шималдин маңған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر