һәл қилғуч мусабиқиниң репери бекитилди

русийәдә өткүзүлгән дунйа лоңқиси һәл қилғуч мусабиқиниң баш репери вә йардәмчи реперлири бекитилди.

1012137
һәл қилғуч мусабиқиниң репери бекитилди
2018-07-06T152141Z_1312397948_RC1E3EFBD7F0_RTRMADP_3_SOCCER-WORLDCUP-URY-FRA.JPG

түркийә авази радийоси хәвири: русийә саһибханлиқ қиливатқан 2018-йиллиқ дунйа лоңқисиниң фирансийә билән киродийә оттурисида өткүзүлидиған һәл қилғуч мусабиқигә, аргентиналиқ нестор питана реперлиқ қилиду.

15-ийул (йәкшәнбә) әнқәрә вақти 18:00, үрүмчи вақти 21:00 дә өткүзүлидиған һәл қилғуч мусабиқиниң йардәмчи реперлиқини һернан майдана билән җуан пабло өз үстигә алиду.

бу қетимлиқ дунйа лоңқисиниң 14-ийул (шәнбә) өткүзүлидиған әнглийә командиси билән белгийә командиси үчинчиликини талишидиған мусабиқиниң реперлиқини иранлиқ алириза фағани өз үстигә алиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر