дунйа лоңқисида роһландурғучи маддиниң байқалмиғанлиқи билдүрүлди

хәлқара путбол федератсийәси бирләшмиси (FIFA) русийәниң саһибханлиқида өткүзүлүватқан 2018-йиллиқ дунйа лоңқисида, маһирларниң һечбиридә роһландурғучи маддиларниң байқалмиғанлиқини елан қилди.

1011564
дунйа лоңқисида роһландурғучи маддиниң байқалмиғанлиқи билдүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара путбол федератсийәси бирләшмиси байанат елан қилип, дунйа лоңқисиға қатнишидиған маһирлардин дунйа лоңқиси башлиништин бурун 2761, дунйа лоңқиси өткүзүлүватқан җәрйанда 626 әвришкә елинғанлиқи вә һечбиридә тәкшүрүш нәтиҗисиниң мусбәт чиқмиғанлиқини билдүрди.

байанатта, дунйа лоңқиси мунасивити билән, 2018-йили йанвар ейидин тартип 20137 қетим тәҗрибә қилинғанлиқи вә дунйа лоңқиси өлчимидә әң қаттиқ тәкшүрүш тәдбирлириниң мушу қетимқи дунйа лоңқисида иҗра қиилинғанлиқи тәкитләнди.

байанатта, маһирләрдин елинған әвришкиләрниң 10 йилғичә сақлинип, техника тәрәққийатларға асасән қайтидин тәкшүрүлидиғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر