әнглийә-коломбийә мусабиқиси унтулмас хатириләрни қалдурди
әнглийә командиси дунйа лоңқисида 11 қәдәм топи арқилиқ утуш-уттурушни бәлгиләштә тунҗи қетим ғәлибә қилди.
түркийә авази радийоси хәвири: дунйа лоңқиси тарихида бүгүнгичә 11 қәдәм топида ғәлибә қилалмиған әнглийә командиси, бу қетимқи 2018-йиллиқ дунйа лоңқисиниң чарәк һәл қилғучқа қатнишишни 11 қәдәмдин тепип бәлгиләштә, коломбийә үстидин ғәлибә қилди.
әнглийә-коломбийә мусабиқисиниң 90 минутлуқ нормал вақти тошуп вақит қошуп берилгән қисмида, нәтиҗә 1-1 ахирлашти вә командилар 11 қәдәмдин тепишқа тәййарланди.
әнглийә командиси 11 қәдәмдин тепиштә, 3 кә қарши 4 нәтиҗә билән коломбийә командисини мәғлуб қилип, чарәк һәл қилғучқа қатнишиш салаһийитини қолға кәлтүрди.
әнглийә командиси 1990-йили өткүзүлгән дунйа лоңқисиниң йерим һәл һәл қилғуч мусабиқисидә, рәқиби германийә командиси билән тәңләшкән вә нәтиҗә 1-1 болған иди. бу мусабиқиниң 11 қәдәмдин тепиштә 4 кә қарши 3 нәтиҗә билән германийәгә уттуруп қойған иди. 1998-йили өткүзүлгән дунйа лоңқисиниң сәккиз командисиға кириш мусабиқисидиму рәқиби аргентина командиси билән тәңләшкән, нәтиҗә 2-2 болған вә 11 қәдәм топида 4 кә қарши 3 нәтиҗә билән уттурған иди. 2006-йилдики дунйа лоңқиси чарәк һәл қилғучта рәқиби германийә билән риқабәтләшкән әнглийә командиси, 0-0 ахирлашқан мусабиқиниң 11 қәдәм топидики тәқдир бәлгиләштә, 3 кә қарши 1 нәтиҗә билән уттуруп қойған иди.
бу қетимқи әнглийә-коломбийә мусабиқисидә, коломбийәлик путболчи матейусқа тәсәллий бәргән тиренер җос пекерман билән әнглийәлик тиренер гарес савусгейтниң көрүнүшлири, путболниң достлуқ роһи үчүн унтулмас хатириләрни қалдурди.