түркийә йашлар қишлиқ олимпик йиғиниға тунҗи қетим саһибханлиқ қилди

түркийә тунҗи қетим саһибханлиқ қилған 2017-йиллиқ йавропа йашлар олимпик тәнһәрикәт йиғини һәшәмәтлик мурасимлар билән әрзурумда башланди.

671107
түркийә йашлар қишлиқ олимпик йиғиниға тунҗи қетим саһибханлиқ қилди
eyof 2017-5.jpg
eyof 2017-4.jpg
eyof 2017-3.jpg
eyof 2017-2.jpg
eyof 2017-1.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә тунҗи қетим саһибханлиқ қилған 2017-йиллиқ йавропа йашлар олимпик қишлиқ тәнһәрикәт йиғини әрзурумда башланди.

кишиләр һаваниң соғуқ болушиға қаримай олимпик мәйданини лиқ толдурди. мурасимда, тәнһәрикәтчиләр өз дөлитиниң байрақлирини көтүрүп параттин өтти. тәнтәрбийә министири акиф чағатай қилич мурасимниң ечилишида сөз қилди. у: «дунйани кирлитишкә урунған йаман нийәтлик кишиләр бар болсиму, әмма дунйани йахшилаш вә техиму гүзәлләштүрүш үчүн күрәш қиливатқан кишиләрниң сани әң көп» деди.

тәнһәрикәтчи сәрдар дениз тәнһәрикәтчи айшә дурулудин олимпик мәшилини тапшурувалғандин кейин, алқиш садалири ичидә мәшәлгә от йақти.

мурасимда, 190 уссулчи олимпик мәйданида номур көрсәтти, чәвәндазлар мәйданда ат чаптуруп маһарәт көрсәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر