җәм карабай 4 – қетим җинис дунйа қамусиға кирди

түркийәлик су астида узун туруш маһири шималий қибрис түрк җумһуритиниң 42-нөвәтлик «20 – ийул тинчлиқ вә әркинлик байрими»ни тәбрикләп, йеңи җинис дунйа рекорти йаратти.

539637
җәм карабай 4 – қетим җинис дунйа қамусиға кирди

түркийә авази радийоси хәвири: су асти тәнтәрбийә түрлири бойичә җинис дунйа қамусиға киргән түркийәлик җәм карабай, 4 – қетим су астида узун туруш рекортини бузуп ташлиди. у буниңдин бурунму 2009, 2011 вә 2015 – йиллири үч қетим су астида узун туруш рекортини бузуп ташлиған иди. у 4 – қетим шималий қибрис түрк җумһурийитиниң 42-нөвәтлик «20 – ийул тинчлиқ вә әркинлик байрими» ни тәбрикләш мәқситидә суастида рекорт йаратти. у су астида 142 саәт, 42 минут, 42 секунт туруп, дунйа җинис рекорти гуваһнамисини алди.

у бу һәқтә тохтилип: «дунйаниң әң тузлуқ деңизида 142 саәт туруп, дунйа җинис рекортини бузуп ташлиғанлиқидин бәкрәк, дунйа җинис дунйа қамусиға шималий қибрис түрк җумһурийитиниң исмини иккинчи йаздурғанлиқимдин өзәмни интайин пәхрлик һес қилимән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر