дунйа уйғур йашлири путбол мусабиқиси өткүзүлиду

2 – нөвәтлик дунйа уйғур йашлири хәлқара путбол мусабиқиси 14 – ийун түркийәниң қәйсәри шәһиридә башлиниду.

92076
дунйа уйғур йашлири путбол мусабиқиси өткүзүлиду

түркийә авази радийоси хәвири: 2– нөвәтлик дунйа уйғур йашлири мусабиқисигә, америка, германийә, фирансийә, белгийә, голландийә, норвегийә, шиветсийә, қазақистан, қирғизистан вә түркийә қатарлиқ 9 дөләттин 150 путболчи вә алаһидә тәклип қилинған меһманлар билән бирликтә түркийәдики иҗтимаий тәшкилатлар, һәр қайси җәмийәт вә вәқпиләрниң вәкиллири қатнишиду. мусабиқиниң ечилиш мурасими, 2014 – йили 14 – ийун қәйсәридики валий ниһат җанболат тәнтәрбийә мәйданида өткүзүлиду.
мусабиқиниң 2 – күни чүштин кейин саәт 05:00 тә, қәйсәри қадир хас конгрә мәркизидә «учришиш кечиси» өткүзүлиду.
1 – нөвәтлик дунйа уйғур йашлири хәлқара путбол мусабиқиси, 2011 – йили 27 – ийулдин 30 – ийулғичә голландийәдә өткүзүлгән иди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر