һидролик (су електир) енергийәсиниң әһмийити

маһмут гүрәр тәрипидин тәййарланған «енергийә дунйаси» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, «һидролик (су електир) енергийәсиниң әһмийити» һәққидә тохтилип өтимиз. қени ундақта диққитиңлар сәһипимиздә болсун!

2129220
һидролик (су електир) енергийәсиниң әһмийити

түркийә авази радийоси: түркийә 2023-йили ток ишләпчиқиришниң %36.3ни көмүрдин, %21.4ни електир истансилиридин пайдилинип тәбиий газдин, %10.4ини шамалдин, %5.7ини қуйаш енергийәсидин, %3.4ини йәр иссиқлиқи енергийәси мәнбәлиридин  һасил қилди. түркийә омумий токиниң үчтин бирини, башқичә ейтқанда 32400 мегаватлиқ қисмини су електир истансилиридин пайдилинип һасил қилиду.

йәрлик шундақла пакиз ток ишләпчиқириш усули болған су електир истансисилири енергийә ишләпчиқириш җәрйанида һечқандақ қалдуқ мадда вә карбон қойуп беришни кәлтүрүп чиқармайду һәмдә дөләтниң ток еһтийаҗини қандурушқа зор төһпә қошиду.

2002-йилдин буйан йүсүфәли тосмиси вә су електир истансиси, илису тосмиси вә су електир истансиси, дәринәр тосмиси вә су електир истансиси, әрмәнәк тосмиси вә су електир истансиси қатарлиқ дунйа миқйасидики муһим қурулушларни өз ичигә алған 650 гә йеқин су електир истансиси ишқа кириштүрүлди.

2000-йилларниң бешида 45 милйард киловат саәт болған йиллиқ су електир ишләпчиқириш иқтидари, нөвәттә тәхминән 120 милйард киловат саәткә йәтти. шундақ қилип, түркийәдики һәр үч лампиниң бири су електир истансисида ишләпчиқирилған електир енергийәси билән йорушқа башлиди.

су електир истансилирини кеңәйтиштики мәқсәт байлиқтин әң үнүмлүк шәкилдә пайдилинип, «енергийәдә толуқ мустәқил түркийә бәрпа қилиш» дәп бекитилди.

йүсүфәли тосмиси вә су електир истансиси 275 метир егизлики билән түркийәдики әң егиз, дунйаниң шу түрдики 5-егиз тосмиси дегән унваға игә. бу түр йиллиқ оттуричә 1 милйард 900 милйон киловат саәтлик ток ишләпчиқириш иқтидари билән, анталйа чоңлуқидики бир шәһәрниң нопусиға тәң келидиған 2 милйон 500 миң кишиниң ток еһтийаҗини қандуралайду.

илису тосмиси вә су електир истансиси  сиғими җәһәттә ататүрк, қарақайа вә кәбан тосмилиридин қалса түркийәниң 4-чоң електир истансиси, су миқдари җәһәттә түркийәниң 2-чоң тосмиси һесаблиниду. илису тосмисиниң егизлики 135 метир, толдуруш миқдари 24 милйон куб метир, әң чоңқур қисми 2 миң 327 метир болуп, гәвдә узунлуқи вә бетон йүзи җәһәттә дунйадики әң чоң қурулуштур.

2020-йили 19-май тунҗи ток ишләпчиқиришини башлиған, 2020-йили 23-декабирға кәлгәндә, толуқ ишләпчиқиришқа кириштүрүлгән бу әслиһә, бүгүнгә қәдәр 8 милйард киловат ток ишләпчиқирип, дөләт иқтисадиға тәхминән 23 милйард лира төһпә қошти.

дәринәр тосмиси вә су електир истансиси 249 метирлиқ егизлики билән йүсүфәлидин қалсила түркийәниң 2-егиз тосмиси болуп, 670 мегаватлик ишләпчиқириш сиғими билән һәр йили оттура һесаб билән 2 милйард 118 милйон киловат саәт ток ишләпчиқиралайду.

су електир енергийәси сиғимчанлиқи рәт тәртипидә, түркийә 32 гегаватлиқ ишләпчиқириш иқтидари билән дунйа бойичә 9-орунда, йавропада 2-орунда туриду. хитай 415 миң мегават билән биринчи орунда, биразилийә 110 миң мегават билән иккинчи орунда, америка 102 миң мегават билән үчинчи орунда туриду.

түркийәниң тосма селинмилири ток ишләпчиқириш нуқтисидин интайин муһим, әмма әнқәрәниң тосма қурулушиға әһмийәт беришидики бирдинбир сәвәб бу әмәс. түркийәниң киши бешиға тоғра келидиған су миқдари нәзәргә елинғинида, уни су бесимиға гириптар бир дөләт дейишкә болиду. мөлчәргә қариғанда, түркийәдә киши бешиға тоғра келидиған су миқдари нөвәттә  1519 куб метир болуп, 2030-йилиға барғанда нопуси 100 милйонға йетиши мөлчәрлиниватқан түркийәдә киши бешиға тоғра келидиған су миқдари  1100 куб метирға чүшүп қелиши, түркийә су җәһәттә намрат дөләтләрниң биригә айлинип қелиши мумкин. шу вәҗидин, судин үнүмлүк пайдилиниш үчүн интайин муһим түрләр йолға қойулмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر