оттура әсир түрк әдәбийатиниң мәшһур намайәндиси- фузули

назгүл қадирова тәрипидин тәййарланған «һайатини түрк дунйасиға беғишлиғанлар» намлиқ сәһипимизниң бу санида, әзәрбәйҗан әдәбий тилиниң шәкиллинишигә көрүнәрлик төһпиләрни қошқан оттура әсир түрк әдәбийатиниң әң мәшһур намайәндиси фузули һәққидә ...

2124769
оттура әсир түрк әдәбийатиниң мәшһур намайәндиси- фузули

оттура әсир түрк әдәбийатиниң мәшһур намайәндиси- фузули

түркийә авази радийоси: қолимизда фузулиниң туғулған йилини ениқ көрситип беридиған тарихи һөҗҗәт йоқ. униң парсчә диванидики бир қәсидисидә өзиниң әллик йил шеир йазғанлиқини байан қилғанлиқиға асасән, шаирниң 1480-йили йаки буниңдин бир қанчә йил кейин туғулғанлиқини ейтишқа болиду.

фузули аққойунлу түркмәнлириниң байат қәбилисидин болуп, аққойунлу һөкүмранлиқи дәвридә бу сулалисиниң қармиқидики ирақи әрәб дәп атилидиған районда йашиған. үскүдардики һаҗи сәлим аға кутупханисидики бир «һәдийқәтуссуәда» (бәхтликләр бағчиси) намлиқ қолйазмисиға қарап, тегиниң татар икәнлики тоғрисидики ибарини «түрк» дегән мәнидә ишләткәнликини мөлчәрлигили болиду.

шаирниң дадисиниң һилләниң муптиси икәнлики, тунҗи тәлимини дадисидин алғанлиқи, кейин рәһмәтуллаһ исимлик бир мудәрристә оқуғанлиқи, һәтта устазиниң қизиға көйүп қалғандин кейин, шеир йезишқа башлиғанлиқи тоғрисидики ривайәтләрниң тоғрилиқ дәриҗиси ениқ әмәс. лекин, фузулиниң шеирлиридики изларға асаслинип, униң тунҗи әдәбий зоқни әзәрбәйҗан әдәбийатиниң мәшһур әрбаби һәбибидин алғанлиқини тәхмин қилиш мумкин. фузули шараит йар бәргән болғачқа, тәлим-тәрбийәси җәрйанида әрәб вә парс тиллирини нуқсансиз һаләттә әсәрләрни йезип, шеир-қошақларни тоқуйалайдиған һаләттә өгәнгән. дәрвәқә, у өзиниң түркчә диваниниң муқәддимисидә илими паалийәтлири тоғрисида бәзи учурларни берип: «мән узунғичә һайатимни әқлий вә нәқлий илимләрни өгинишкә, һекмәт вә математика пәнлирини һасил қилишқа сәрп қилдим. арқидин тәпсир вә һәдис илимлири билән мәшғул болдум» дәп йазиду. парсчә диванниң кириш сөзидиму өзиниң өзигә хас сәнәт иқтидари сәвәбидин йаш вақитлирида шеирға бәкла берилип кәткәнликини, әмма билимгә болған иштийақиниң өзини турмузлиғанлиқини қәйт қилиду.

шаирниң һәқиқий исми мәһмәд, дадисиниң исми сулаймандур. у тәхәллус қилип ишләткән «фузули» дегән сөз һәм «өзи билән алақиси йоқ ишларға арилишип, қалаймиқан гәп-сөзләрни қилидиған адәм» дегән мәнини һәмдә «улуғ, үстүн, пәзиләтлик» дегәндәк мәниләрниму билдүриду. шаир парсчә диваниниң кириш сөзидә өзиниң бу тәхәллусни таллишиға изаһат берип: «шеир йезишқа башлиған чағлиримда, тәхәллус үстидә нәччә күн ойландим. мәлум мәзгил өткәндин кейин, мән таллиған тәхәллусни башқиларниңму ишлитиватқанлиқидин хәвәр тепип, йәнә башқа тәхәллус таллидим.  ахири мәндин илгирики шаирларниң ибариләрни әмәс, тәхәллусларни қолға чүшүрүш үчүн күрәш қилғанлиқини һес қилдим. қалаймиқанчилиққа хатимә бериш үчүн, <фузули> дегән сөзни тәхәллус қилип таллидим. һечкимниң бу исимни йақтурмайдиғанлиқини, шуңа уни алмайдиғанлиқини пәрәз қилғанлиқим үчүн, бу тәхәллусқа шерик чиқип қелиш әндишисидин қутулдим. униң үстигә, тәңриниң илтипати билән, мән барлиқ билим вә илимләрни өзигә топлиған бир адәмдәк йашап кетиватимән. тәхәллусум бу мәқсәтниму өз ичигә алиду» дегән.

гәрчә фузулиниң тәбриз, анадолу вә һиндистан қатарлиқ җайларға берип-келиш арзуси күчлүк болсиму, әмма у өзи туғулуп чоң болған ирақ райониниң сиртиға чиқиш пурситигә еришәлмигән. мәлум болғинидәк, у һайатини кәрбала, һиллә, нәҗәф вә бағдадта өткүзгән.

1534-йили қануни султан сулайман бағдадни бойсундурғанда, «кәлди бурҗии әвлийаға падишаһи намдар» дегән ибариләр арқилиқ әйни чағниң вақтиниму көрситип бәргән мисралири билән башланған мәшһур қәдиси билән бирликтә султанға бәш қәсидә совға қилған. мәнбәләрдә көрситилишичә, у йәнә сәдри әзәм мәқбул паша, қазәскәр абдулқадир чәләби, мәргән җәлалзадә мустапа чәләбигә оишаш затларғиму қәсидиләрни йезип сунған. бағдад йүрүшигә қатнашқан шаирлардин хийали бәг вә ташлиҗалиқ йәһйа бәгләр билән тонушуп, достанә алақә орнатқан.

фузули 1556-йили бағдад вә униң әтрапини қаплап кәткән чоң вабада қаза қилған. әң күчлүк ривайәтләргә қариғанда, өлүм орни кәрбала болсиму, қәбриси һәққидә ениқ учур йоқ.

алим шаир фузули өзиниң түркчә диванниң кириш сөзидә шеирға болған көз қаришини байан қилип: «илимсиз шеир ули қойулмиған тамдур, ули йоқ там биитибардур» дәйду. муқәддимидә өзиниң кейинчә муһәббәт шеирлирини йазғанлиқини, әмма уларниң узун пут тирәп туралмайдиғанлиқини һес қилғандин кейин, кечә-күндүз тиришип, барлиқ илимләрни өгәнгәнликини ейтиду. фузулиниң қаришичә, шеир инсанни йүксәк пәллиләргә көтүридиған илаһий илтипат болуп, аллаһ наһайити аз сандики бәндилиригә шеир йезиш талантини ата қилған, зиннәткә еһтийаҗлиқ болмиғачқа, бу талантни пәйғәмбәрлиригә бәрмигән. фузулини түрк әдәбийатиниң әң улуғ затлириниң биригә айландурғини, униң сәмимийлики, қизғинлиқи, аддийлиқи, сәзгүрлүки вә ипадиләш иқтидариниң йуқирилиқидур. фузули муһәббәт, азаб-оқубәт, дунйа ләззити вә байлиқиниң әрзимәслики шундақла һечким қечип қутулалмайдиған өлүм пикрини наһайити йуқири бәдиийлик билән ипадилигән. фузулиниң даңқи, тәсири вә нопузи у һайат вақтидила барлиқ түрк-ислам дөләтлиригә тарқилишқа башлиған. түрк-ислам дунйасида униң нами улуғ шаир болупла қалмай, әвлийалиқ дәриҗисигә көтүрүлгән аллаһ ашиқи бир затқа вәкиллик қилған. фирансийәлик тәтқиқатчи елиот фузулиниң ислам мәдәнийити вә әдәбийатиниң үч чоң тили болған әрәб, парс вә түрк тиллирида «үлгилик шаир, үч тилниң һәммисидә мукәммәл адәм» икәнликини оттуриға қойған.

фузулиниң даңқиниң ислам дунйасиниң көпинчисигә тарқилишидики сәвәбни униң бу үч хил тилда бәдиий шеирларни йазғанлиқи билән чүшәндүрүш мумкин. шаир ирақ райони түркмәнлири арисида дунйаға кәлгән вә йашиған болуп, у йәдә әзәрбәйҗан түркчиси ишлитиләтти. бу нуқтидин ейтқанда, тилниң бу шевиниң алаһидиликини әкс әттүрүши тәбиий.

фузулиниң муһәббәт шеирлириниң әсирләр бойичә йақтуруп оқулушиниң сәвәбини кәчүрмиш, йалғузлуқ вә мәңгүлүк сеғиниш беғишлиған сәмимийәттин издәш керәк. миҗәзиниң шеирлирида әкс етиши униң бәдиий ипадиләш күчини тәшкил қилиду.

фузули өз дәвридин тартипла һәм диван һәмдә хәлқ шаирлириниң йақтурушиға еришкән. униң шеирлириға, болупму ғәзәллиригә нәзирә йазмиған диван шаири асасән йоқ. у барлиқ тәзкириләрдә, бәлкидә һечбир шаирға несип болмайдиған шәкилдә алаһидә һөрмәт вә миннәтдарлиқ билән тилға елинған.

фузули түрк әдәбийатиниң шеирлири нотилаштурулған шаирлириниң алдинқи қатаридин орун алиду؛ униң нотилаштурулуп ейтилған 100 парчидин артуқ әсири бар. буларниң ичидә «мени җандин зериктүрди, җападин йар зерикмәсму?» намлиқ шеири он қетим, «шунчилик әхмәқмәнки, дунйаниң немиликини билмәймән» дегән мисралар билән башланған шеири сәккиз қетим охшимиған услубларда нотилаштурулуп ейтилған.

фузулиниң түркчә, парсчә вә әрәбчә үч парчә диванидин башқа, су қәсидиси, ләйли-мәҗнун, һөсни ашиқ қатарлиқ 15 парчә әсири заманимизғичә йетип кәлгән.

мәнбәләр:

1. Abdülbaki Gölpınarlı, Fuzûlî, İstanbul 1932.

2. Abdülkadir Karahan, Fuzulî: Muhiti, Hayatı ve Şahsiyeti, İstanbul 1949.

3. Agâh Sırrı Levend, Arap, Fars ve Türk Edebiyatlarında Leylâ ve Mecnun Hikâyesi, Ankara, s. 237-268. 1959

4. Atâ Terzibaşı, “Fuzûlî’nin Doğum Yeri”, TY, sy. 251, s. 436-440. 1955

5. https://islamansiklopedisi.org.tr/fuzuli 

6. Külliyyât-ı Dîvân-ı Fuzûlî (nşr. M. Fuad Köprülü), İstanbul 1924.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر