түркийә вә енергийә записи мол дөләтләр

маһмут гүрәр тәрипидин тәййарланған «енергийә дунйаси» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, түркийә вә енергийә записи мол дөләтләр тоғрисида тохтилип өтимиз. қени ундақта диққитиңлар сәһипимиздә болсун!

2120333
түркийә вә енергийә записи мол дөләтләр

түркийә вә енергийә записи мол дөләтләр

түркийә авази радийоси: түркийә йавроасийа вә оттура шәрқ енергийә записиниң һәммисиниң дегүдәк йавропаға тутишидиған нуқтисиға җайлашқан. шу вәҗидин, түркийәни енергийә мәркизигә айландуруш түри йолға қойулди. бу арқа көрүнүштә, тракйада бир енергийә понкити қурулуватиду. буниңдин башқа, истанбул аташәһирдики пул-муамилә мәркизидиму бир енергийә пай чеки базири қуруш пиланланмақта. бу түр сайисида, түркийә тәбиий газ вә нефит бесип өтидиған дөләт болуштин чиқип, енергийә содисиға биваситә арилишидиған дөләткә айлиниду.

түркийәниң әтрапидики барлиқ дөләтләр бу түргә қатнишишни халайду. чүнки, енергийә записиға игә дөләтләрниң енергийә записиға охшашла херидарлириниң санини ашурушиму интайин муһим.

ирақ тәхминән 150 милйард варил нефит записиға игә болуп, дунйаниң 9-чоң нефит дөлити һесаблиниду. тәбиий газ записи дунйа записиниң %1.9 ни игиләйду. ирақ билән түркийә бирликтә йолға қойған тәрәққийат йоли вә фав порти  түрлири хәлқара сәһнидә зор тәсир пәйда қилиду. 2028-йили тамамлиниши пиланлиниватқан бу қурулуш сүвәйиш қанили вә үмид тумшуқи линийәлири сепигә қошулиду. ирақниң һидро карбон байлиқидин башқа, парс қолтуқи райониниң енергийә байлиқлириниму түркийә арқилиқ йавропа вә шәрқий ақ деңиз дөләтлиригә тошуғили болиду. тәрәққийат йоли түри тамамланғандин кейин, ирақ билән түркийә оттурисида йеңи тәбиий газ вә нефит туруба йоли йасашму күнтәртипкә келиши мумкин.

иранниң тәхминән 156 милйард ваирл хам нефит записи вә 34 тирилйон куб метир тәбиий газ записи бар. нөвәттә түркийә билән иран оттурисида бир тәбиий газ туруба йоли бар болуп, бу линийә йилиға оттура һесаб билән 6 милйард куб метир тәбиий газ тошулайду. иран һөкүмити тәбиий газини түркийә арқилиқ йавропаға тошушқа интайин қизиқиду. енергийә мәркизи хизмәткә кириштүрүлгәндин кейин, иранниң йавропаға нефит сетиш үчүн түркийәниң ишикини чекидиғанлиқи ениқ.

әзәрбәйҗанниң бүгүнки техника билән испатланған 1 милйард 500 милйон тонна нефит вә 2 тирилйон 200 милйард куб метир тәбиий газ записи бар. нөвәттики тәбиий газ туруба йоли арқилиқ 12 милйард куб метир тәбиий газ түркийәгә тошулмақта. бу газниң 6 милйард куб метири «тап (TAP) линийәси арқилиқ йавропа дөләтлиригә йәткүзүлмәктә. бу туруба линийәсиниң сиғимини кәлгүси бир нәччә йилда бир қатлаш пиланланмақта؛ арқидин йеңи линийәләрниң қурулуши күнтәртипкә келиши мумкин.

русийәниң записи тәхминән 38 тирилйон 900 милйард куб метир болуп, тәбиий газ җәһәттә дунйаниң әң бай дөлити һесаблиниду. русийә йәнә 107 милйард 804 милйон варил нефит записи билән, дунйа бойичә алтинчи орунда туриду. русийә түркийәдики енергийә мәркизиниң асаслиқ тәминлигүчиси болушни халайду. уруш җәрйанида шималий еқим линийәсиниң иқтидарини йоқитиши, русийәниң пүтүнләй түркийәгә йүзлинишини кәлтүрүп чиқарди. бу усул арқилиқ украинани пүтүнләй айлинип өтидиған русийә, түркийә арқилиқ йавропаға тәбиий газ сетиш миқдарини ашурушни пиланлимақта. русийә йәнә енергийә мәркизиниң пүтүши билән бирликтә «түрк еқим2» туруба линийәсини ройапқа чиқиришни пиланлимақта.

түркмәнистан тәбиий газ записи әң көп 4-дөләт болуп, записиниң миқдари 15 тирилйон куб метирдин ашиду. бу дөләт һәр йили 100 милйард куб метирға йеқин тәбиий газ ишләпчиқириду. түркмәнистан тәбиий газиниң һәммисини дегүдәк хитайға сатиду. бу сәвәбтин, дөләт сетиш мәнбәсини көп хиллаштурушни ойлашмақта. йеқинда, түркийә билән түркмәнистан оттурисида тәбиий газ һәмкарлиқ келишими имзаланди. икки дөләт оттурисидики келишимниң роһиға асасән, түркмәнистан тәбиий газини май машинилири билән дәслипидә әзәрбәйҗанға, у йәрдин «танап» линийәси арқилиқ түркийәгә, түркийәдин йавропа дөләтлиригә йәткүзүш пиланланмақта.

қатарниң омумий нефит записи 25 милйард 200 милйон варил дәп тәхмин қилинмақта. күнигә 75 милйон 900 миң тонна нефит ишләпчиқиридиған бу дөләтниң йәнә, 24 тирилйон 700 милйард куб метир тәбиий газ записи бар. қатар йавропаға көп миқдарда тәбиий газ експорт қилидиған бирдинбир парс қолтуқи дөлити болуп, 2020-йилдин кейин йавропа дөләтлиригә қилған експортиниң миқдарини %65 тин көпрәк ашурди. қатар ирақниң фав форти түриниму тәқәззалиқ билән күтмәктә. қатар фав порти түриниң түрткисидә, тошуш тәннәрхини төвәнлитип, тәбиий газ вә нефитни түркийә арқилиқ йавропа дөләтлиригә әвәтиши пиланлимақта.

сәуди әрәбистан нефит записи әң көп дөләтләр ичидә иккинчи орунда туриду. сәуди әрәбистанниң 266 милйард варил нефит записи бар. бу дөләт күнигә тәхминән 10 милйон варил хам нефит ишләпчиқириду вә бу нефитниң 7 милйон варилини експорт қилиду. сәуди әрәбистанниң йәнә тәхминән 9 тирилйон куб метир тәбиий газ записи бар. сәуди әрәбистан ирақтики фав порти вә түркийә арқилиқ йавропаға ечилишни қолайлаштуридиған тәрәққийат йоли түрлиригә алаһидә қизиқиду.

шәрқий ақ деңизға кәлсәк, җәнубий қибрис рим һөкүмитиниң бир тәрәплимә қәдәмлири сәвәбидин ихтилаплар давам қиливатқан шәрқий ақ деңизда 1 милйард 700 милйон варил нефит вә 3 тирилйон 500 милйард куб метир тәбиий газ записи барлиқи тәхмин қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر