пәсилгә мувапиқ озуқлинимән

чүнки (12)

2116697
пәсилгә мувапиқ озуқлинимән

пәсилгә мувапиқ озуқлинимән

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! «чүнки...» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, һәм саламәтликимиз, һәм кәлгүси әвладларниң бихәтәр йемәкликкә еришишигә мунасивәтлик бир темини тонуштуримиз. темимизни «пәсилгә мувапиқ озуқлинимән, чүнки...» дейиш билән башлаймиз. қени ундақта диққитиңлар сәһипимиздә болсун!

**** **** ** ****

  узун өтмуштә әмәс, бәлки 20 - әсирниң ахирқи чарикигә қәдәр, дунйа нопусиниң көп қисми йезиларда йашайтти. асаслиқ кирим мәнбәси деһқанчилиқ вә чарвичилиқ болған йеза-қишлақларда йаки йеқин әтрапида йашайдиған кишиләрниң йеңи көктат вә мевиләргә еришиши бүгүнки күнгә селиштурғанда асан иди. әмма шәһәрләр көпийип, йезилар бош қелишқа башлишишға әгишип, вәзийәт өзгиришкә башлиди. буниңға тез сүрәттә көпийиватқан нопусни қошқинимизда, деһқанчилиқ мәһсулатлириниң әнәниви усулларниң орниға суний ишләпчиқирилиши муқәррәр һалға кәлгәнликини көримиз.

биз пат пат аңлап туридиған вә һәтта сөзлиримиздә ишлитидиған «нәдә қалди у кона пәмидурлар?» дегән сөз хата әмәс- әлвәттә, чүнки һазир мевә вә көктатлар асасән дегүдәк етизларда әмәс, бәлки парникларда йетиштүрүлмәктә. аптапта пишидиған вә вақти кәлгәндә андин һосули йиғилидиған, һәмдә йиғивелинип узун өтмәйла истемал қилинидиған пәсиллик мевә вә көктатларни наһайити аз учритидиған болуп қалдуқ. бу әһвалниң саламәтликимизгә зийанлиқ болидиғанлиқи җәһәттә икки маддә алаһидә алдинқи орунда туриду.

биринчиси, сүний муһитта өстүрүлгән деһқанчилиқ мәһсулатлириниң озуқлуқ қиммити төвән болиду.

иккинчиси, бу хил ишләпчиқирилған йемәклик мәһсулатлирида деһқанчилиқ дориси қалдуқлири көп учрап туришиду.

**************

дәрвәқә, саламәтликимиз үчүн техиму еғир хәтәр؛ пәсли өтүп кәткәндин кейин истемал қилинған нурғун йемәкликләрдә бар болған чириштин сақлаш дориси вә химийәлик маддилар үчәйдики пайдилиқ микро организмларға зийан йәткүзүш арқилиқ иммунитет системисимизни аҗизлаштуруветиду. пәсилидә вә тәбиий муһитта йетиштүрүлгән мевә – көктатлар болса, тәркибидики қиммити йуқири таланиң моллиқи билән иммунитет системисимиз үчүн интайин муһим орунда туриду.

сөзимизниң ахирида, тәбиий болмиған усулда йетиштүрилип, досқинимизғичә кәлгән мевә-чевә, көктатларниң кәлгүсимизгә қандақ тәһдит елип келидиғанлиқи тоғрисида қисқичә тохтилип өтәйли.

сүний муһитта ишләпчиқириш, топлаш, сақлаш вә ораш қачилаш қатарлиқ басқучларда сәрп қилинған енергийә вә су әслидә кейинки әвладлардин елинған қәрзләрдур. әгәр ишләпчиқиришқа вә истемалға сәзгүр қаримисақ, кәлгүси әвладларниң һесабидин алған қәрзләрни орниға қойалмайдиғанлиқимиз ениқ. ундақта пәсилгә уйғун озуқлинимән. чүнки йәршаримға вә саламәтликимгә алаһидә көңүл бөлимән дейиш билән программизни ахирлаштурайли, қулақ селип тиңшиғиниңлар үчүн рәхмәт қайта көрүшкичә аман болғайсиләр.

 

 

 

 

 

 

 

 


خەتكۈچ: #чүнки

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر