18-март чанаққәлә деңиз зәпири

18-март чанаққәлә деңиз зәпири хатирә күнини чин қәлбимиздин тәбрикләймиз..

2116679
18-март чанаққәлә деңиз зәпири

түркийә авази радийоси: әнглийә вә фирансийә һәрбий парахотлири биринчи дунйа урушиға қатнашқан османли империйәсиниң пайтәхти истанбулни ишғал қилиш үчүн чанаққәлә боғузидин өтмәкчи болди. бирақ, османли армийәсиниң ғәлибә қилиши, әнглийә вә фирансийә деңиз армийәсиниң еғир йоқитишқа учрап, чекиниши билән ахирлашти.

ишғалчи күчләр чанаққәлә боғузидин өтәләйдиғанлиқиға көзи йәтмигәндин кейин, қуруқлуқ урушини башлиди.

түрк хәлқи еғир бәдәл төлигән болсиму, йүксәк пидакарлиқ вә җасарәт көрситип, ишғалчи күчләрни боғуздин өткүзмиди. «чанаққәләдин өткили болмайду» дегән сөз, дост-дүшмән чүшинидиған тилида тәкрарланди. 18-март чанаққәлә деңиз зәпири хатирә күнини чин қәлбимиздин тәбрикләймиз...  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر