қипчақ түркчиси дәври вә әсәрлири

назгүл қадирова тәрипидин тәййарланған «һайатини түрк дунйасиға беғишлиғанлар» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, түрк хәлқлириниң мәдәнийити вә тилиниң муһим мусапилириниң бири болған «қипчақ түркчиси дәври вә әсәрлири» һәққидә тохтилип өтимиз.

2109221
қипчақ түркчиси дәври вә әсәрлири

әзәрбәйҗан армийәси «байрақтар ақинҗи» учқучисиз һуҗумчи һава аппарати маневири өткүзди

түркийә авази радийоси: бир тилниң тәрәққийати вә өзгиришини чүшиниш үчүн, биз у тилниң тарихи мусаписи шундақла шу җәмийәтниң етиқади вә иҗтимаий мәдәнийәт тарихини әтраплиқ тәтқиқ қилиш арқилиқ оттуриға қойулған бир йилнамигә моһтаҗмиз. биз нөвәттә дәвримиз түрк дунйаси тәтқиқатлириниң бу җәһәттә мувәппәқийәтлик илгириләватқанлиқиға шаһит болмақтимиз. түркологийә пәнлириниң тәсис қилиниши билән бирликтә, түрк тиллириниң тарихи дәврлириниң чегралири бекитилип, әтраплиқ тәтқиқатлар башланди. түрк тилиниң тарихи җәрйанлириниң бири қипчақ дәври түркчиси. кона қипчақ түркчиси йаки қуман түркчиси дәпму атилидиған түркчә 13-15-әсирләр арисида, бир тәрәптин қарадеңизниң шималидики бүгүнки русийә, украина вә кавказ районида, йәнә бир тәрәптин җәнубта мисир вә сүрийәдә йезиқ тили сүпитидә қоллинилди. қипчақ түркчисиниң йилтизи түркләрниң қипчақ тармиқиға тутишидиған тарихий түрк шевиси болуп, бу дийалект көчүшләр, қул содиси вә йалланма әскәрләр сайисида кәң районға тарқалди.

түркологлар тарихий түрк тилиниң қипчақ түркчиси дәврини охшимиған мәнбәләр, дәвр вә муһитларға асасән бозқир қипчақчиси, мәмлукийлар қипчақчиси вә әрмән қипчақчисидин ибарәт үч гуруппиға айрип тәтқиқ қилмақта. бу дәвр түркчисигә төһпә қошқан әң муһим әсәрләрниң бири «Codex Cumanicus» намлиқ икки қисимлиқ луғәт болуп, уни 14-әсирдә италийәликләр билән германлар түзигәниди. «Codex Cumanicus» түрк тили тарихидики латин һәрплири билән йезилған тунҗи әсәр һесаблиниду. бу қуманлар арисида хиристийан динини тарқитиш паалийити билән шуғулланған миссийонерлар тәрипидин түрк тилини чүшиниш мәқситидә йезилған бир йетәкчи китаб. 14-әсир түркчисини йорутуп беридиған бу әсәрниң бирдинбир қолйазма нусхиси, италийәниң венитсийә сайнит маркус кутупханисида сақланмақта. кейинки вақитларда, башқичә қилип ейтқанда, 14-16-әсирдики мәмлукийлар қипчақлири дәвридә йезилған нурғун әсәрләр бизгичә йетип кәлди. түркологлар бу әсәрләрни луғәт вә гирамматика, фиқһи әсәрлири, оқйачилиқ, атчилиқ әсәрлири вә әдәбий әсәрләр қатарлиқ категорийәләргә айриди. кона қипчақ дәвридики әсәрләрниң әң муһим тәрипи, әрәбләргә түркчә өгитиш үчүн нурғун гирамматика вә луғәтләрниң йезилған болушидур. әбу һәййан муһәммәд бин йүсүпниң «китабул идрак лилисанил әтрак», йәни «түрк тилини чүшиниш китаби» намлиқ әсәр алдинқи қатардики луғәт, гирамматика вә җүмлә түзүш қаидилири китабидур. мәмлукийлар қипчақчиси дәвриниң һазирғичә сақлинип кәлгән бирдинбир әдәбий әсири «гүлистан тәрҗимиси» дәп қаралмақта. гүлистан тәрҗимиси иран шаири сәидиниң әсириниң сәйфи сарайи тәрипидин 1291 йили пүткән әркин тәрҗимә нусхисини көрситиду. у дәврниң йәнә бир алаһидилики, қипчақлар әрмәнләр билән қошна болуп, уларниң елипбәсини қоллинип әсәрләрни қалдурған болушидур. 16-17- әсирләрдә лвов, камйанетс-подилски, украина, роминийә, молдовийә, қирим вә түркийә қатарлиқ кәң районда әрмән қипчақчисида йезилған текистләр тепилди؛ 1521-йилидин 1669-йилиғичә болған җәрйанда, әрмән елипбәси билән қипчақчә йезилған 112 парчә қолйазма дәвримизгичә йетип кәлгән болуп, һәҗими тәхминән 25-30 миң бәткә йетиду.

тарихта исмини қалдуруп кәткән қипчақ түрклириниң қипчақчисиниң бүгүнки варислири сүпитидә қазақлар, қирғизлар, қазан вә қирим татарлири, қумуқлар, қарачай-малқарлар, ногайлар, қарайлар вә урум түрклирини санап өтәләймиз. һазирғичә тәтқиқ қилиниватқан бу дәвр әсәрлири түрк дунйаси вә түрк мәдәнийитигә зор төһпә қошмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر