машина һәйдәветип йанфон ишләтмәймән, чүнки...

«чүнки...» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, «йанфон ишләтмәймән» дегән темини аңлитимиз. қени ундақта диққитиңлар сәһипимиздә болсун!

2085247
машина һәйдәветип йанфон ишләтмәймән, чүнки...

машина һәйдәветип йанфон ишләтмәймән, чүнки...

түркийә авази радийоси: бүгүн биз тарихи унчивала узун болмисиму, турмушимизниң кәм болса болмайдиған бир парчисиға айланған «йанфон» һәққидә тохтилип өтимиз. әлвәттә, сөһбитимиз тәрәққий қиливатқан йанфон техникиси һәққидә әмәс, бәлки диққәт қилмиғинимизда, бизни әҗәллик ақивәтләргә дучар қилидиған қатнаш васитилирини һәйдәветип телефон ишлитиш тоғрисида болиду. сөзимизни «машина һәйдәветип йанфон ишләтмәймән, чүнки ...» дәп башлаймиз.

*  *  *  *

машина һәйдәшниң өзила диққәт чечилишни кәлтүрүп чиқиридиған бир иш. машина һәйдигәндә, меңимиз охшимиған нуқтилардин келидиған ғидиқлинишқлардин сақлиниш үчүн, нормалдикиндиму көп ишләйду. шопурлар бирла вақитта май – тормузларни контрол қилиш, рол тутуш, әйнәкләрни көзитиш вә йол әһвалини назарәт қилиш қатарлиқ нурғун мәшғулатларни қилиду. нормалдәк көрүнидиған бу мәшғулатлар, әмәлийәттә меңимиз шу вақитта қарар қилип, қолимиз вә көзимизгә йәткүзгән буйруқлар арқилиқ әмәлгә ашиду. гәрчә биз һес қилмисақму, чоң меңә һәр вақит контрол қилишқа тиришидиған бу мурәккәп мәшғулат җәрйанида, машина һәйдәштин башқа елементларниң һәрикәткә өтүши, меңимиз үчүн қошумчә вәзипә дегәнлик болиду. механикилиқ үскүниләргә охшаш, меңигиму сиғимидин көп мәшғулат йүкләнгинидә, нормал функсийәси қалаймиқанлишип, кашила көрүлиду.

*  *  *  *

«машина һәйдәветип, икки минут телефонда параңлишиш меңәмни немишқа чарчитиду?» дегән соалға бәзи байқашларни мисал қилип, җаваб берәйли. тәтқиқатларда көрситилишчә, телефон билән болуп кәткән шопурларниң хәтәрлик әһвалларни пәрқ етип, еһтийатчанлиқ билән тәдбир қоллиниш пурсити, телефонда сөзләшмигәнләргә қариғанда төвән болидикән. меңә билән бәдән изчил мас һәрикәт қилидиған машина һәйдәш җәрйанида учрайдиған һәрқандақ бир хәвпкә, көпинчә һалларда сикунттинму аз вақит ичидә тәдбир қоллиниш, интайин муһим. меңиниң телефон арқилиқ мәшғул қилиниши болса, адәттә қисқа вақит ичидә бәдәнгә йәткүзүлидиған буйруқларниң астилишини кәлтүрүп чиқириду.

*  *  *  *

тиңшиғуч вә микрофон ишлитип телефон қилишму бу мәсилини толуқ һәл қилалмайду. тәтқиқатлар, гәрчә шопурлар қоллирини мәшғул қилмисиму, теминиң диққәтни чечиветидиғанлиқини тәкитлимәктә. буниңға асасән, күндилик телефон сөһбәтлириниң %20и меңини техиму көп ишлитишни тәқәзза қилидиған темилардин, тәхминән %30и диққәтни тарқитидиған темилардин тәркиб тапидикән. булардин башқа, машина һәйдигәндә телефонда параңлишиш, дунйаниң һәммила йеридә қатнаш җинайити, дәп қарилип җазалиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر