2024-йилида дунйа геополитикиси

күнтәртип вә анализ (01)

2084421
2024-йилида дунйа геополитикиси

2024-йилида дунйа геополитикиси

күнтәртип вә анализ (01)

(җан аҗун)

түркийә авази радийоси: «күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити «SETA» ниң ташқи сийасәт тәтқиқатчиси җан аҗун тәрипидин тәййарланған «2024-йилида дунйа геополитикиси» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

***** ** **** *** *** ****

мана әмдиликтә 2024-йилға қәдәм қойдуқ. әмма районимизда 2023-йилдин қалған мәсилиләр вә тоқунуш җәрйанлири бизни әсир қиливелишни давамлаштурмақта. русийә-украина уруши күнсери кәскинлишиватқан болса, исраилийәниң ғәззәдики ишғалийити вә қирғинчилиқиму давамлашмақта. бир тәрәптин хусийларниң баб әл мандәб вә қизил деңизни тақап қойуши вә американиң қаршилиқ көрситиш издинишлириму қалған йеридин давамлишиш еһтимали йуқири икәнлики намайан болмақта. суданда ички уруш күнсери кәскинләшкән вәзийәттә турмақта. 2023-йилиниң дәсләпки күнлири район характерлик нормаллишиш вә ортақ пайда дипломатийәси алдинқи орунға чиққан бир йил күтүлгән иди. әмма, әмдиликтә техиму үмидсизликкә толған бир мәнзиригә дуч кәлмәктимиз.  

2024-йилиниң биринчи күнидиму оттура шәрқ йәнә қан көлигә айланған әһвалда турмақта. исраилийәниң ғәззәдики ишғалийәт һәрикити вә қирғинчилиқи үзүлмәй давамлашмақта. 22 миң киши өлтүрүлгән ғәззәдә һәр күни йәнә йүзлигән пуқра өлтүрүлмәктә. ғәрб дөләтлири ғудурушуп қойғандәк көрүнүп, әмәлийәттә исраилийәни қоллашни давамлаштурмақта. исраилийә мәсуллири дунйаниң көз алдидила ғәззәни бекар қилишниң керәклики һәққидә байанатлар елан қилмақта. һамас вә башқа пәләстин қаршилиқ көрситиш тәшкилатлири дуч кәлгән ғайәт зор күч симметрикликигә қаримай давамлиқ қаршилиқ көрситишни давамлаштурмақта. исраилийә болса очуқ ашкара һалда урушни кеңәйтиш үчүн пәрвасизчә қәдәмләрни ташлимақта.

мушу йеқинда түркийә истихбарати исраилийә истихбарати моссад (MOSSAD( ниң түркийәдики паалийити вә җасуслуқ торлириға еғир зәрбә бәргән кәң көләмлик бир һәрикәтни әмәлгә ашурди. исраилийә һава армийәси 2006-йилдин буйан тунҗи қетим бейрутни бомбардиман қилип, һамасниң муһим әрбаблиридин бирини шеһит қилиштин йанмиди. шуниңдәк 3-йанварда иранда қасим сулайманини хатириләш мурасими җәрйанида арқа-арқидин бомба партилап йүзгә йеқин киши қаза қилди. исраилийә бир нәччә күн илгириму сүрийә иранниң муһим бир генералини һуҗум нишани қилип өлтүргән иди.

бу хил һәрикәт усули исраилийәниң очуқ һалда урушини район характерлик һалға кәлтүрүп, америка вә башқа ғәрб дөләтлирини иранға қарши һәрбий һәрикәт қилишқа мәҗбурлаватқанлиқини көрситиду. иран болса, техичә хусийларниң баб әл мандәб вә қизил деңизни тақап қойуш урунушидин башқа исраилийәгә түзүкирәк җаваб қайтуруп баққини йоқ. бу қетимқи вәқәдин кейин, һизбуллаһниңму шималда нөвәттики чәклик һәрбий җәңдә тәң җавап қайтуруш қаидисини йеңилайдиған йаки йеңилимайдиғанлиқини техи алдимизда көримиз.  лекин, тәдриҗи болған тәқдирдиму исраилийә-пәләстин тоқунушиниң кеңийип кетиш күчигә игә икәнликини көрүвалалаймиз.

оттура шәрқтики йәнә бир алдинқи сәп болса судандур. әпсуски у йәрдиму миңлиған пуқраларниң һайатидин айрилишиға сәвәб болуватқан бир ички уруш бар. болупму әрәб бирләшмә хәлипилики қатарлиқ бәзи дөләтләрниңму бу йәрдә отқа бензин төкүватқанлиқи көрүлмәктә.

шималда болса, русийә билән украина оттурисидики тоқунуш қайтидин кәскинләшмәктә. русийәниң болупму ғәрб дөләтлириниң украинани қоллап қуввәтләштә иккилинип қиливатқанлиқидин пайдилинип, ишларни өзиниң мәнпәәтигә уйғун һалға кәлтүрмәктә. америка палатасиниң украинаға қилинидиған йардәмләрни тосуп қелиши һәм ғәрб дөләтлириниңму һазирқи мудапиә санаити ишләпчиқириши билән украинани үнүмлүк қоллийалмаслиқи тәңпуңлуқни русийәниң мәнпәәтигә тоғрилап бәрмәктә. бу йәрдә ғәззә мәсилисиниң алдинқи пиланға чиқишиму украинаниң йардәмгә иришигә тосалғу болмақта. ғәрбкә нисбәтән қарар бериш вақти йеқинлишип қалди. йаки украинаға қилидиған йардәмни техиму әһмийәтлик сәвийәгә көтүрүп, русийәниң таҗавузчилиқини тәңпуңлаштуриду вә йаки мәйданни өзигә мәнпәәтлик һалда шәкилләндүрүп, украинани булуңға қисташқа башлайду.

 ахириқи һесабта, 2023-йили мирас қалған чоң тоқунуш районлири мәвҗутлуқини давамлаштурса, һәм шимал һәм оттура шәрқтә мәвҗут тоқунушларниң зорийип, район характерлик һалға келиш еһтималлиқи күнсери күчәймәктә. әпсуски, 2024-йили һәққидә йахши сөзләрни қилиш анчә мумкин әмәстәк қилиду.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر