сиҗиллиқ؛ университетларниң риқабәт саһәлиридин биригә айланмақта

көзнәк -69

2080607
сиҗиллиқ؛ университетларниң риқабәт саһәлиридин биригә айланмақта

сиҗиллиқ؛ университетларниң риқабәт саһәлиридин биригә айланмақта

көзнәк -69

түркийә авази радийосиниң һөрмәтлик ихласмәнлири, түркийә җумһурийитиниң пайтәхти әнқәрәдин, түркийә авази радийоси ситудйолиридин һәммиңларға отлуқ салам! һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! «көзнәк»кә хуш кәлдиңлар! «көзнәк» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, сиҗиллиқниң университетларниң риқабәт саһәлиридин биригә айлиниватқанлиқи үстидә тохтилимиз. қени ундақта диққитиңлар пирограммимизда болсун!

******* ****** ****** *******

 

«UI GreenMetric» дунйа йешил университетлар рәт тәртипидә бу йил түркийәдин 98 университет орун алди.

«UI GreenMetric» дунйа йешил университетлар рәт тәртипи системисида түркийә университетлириниң техиму йуқири орунға еришиши үчүн доклат тәййарлиған академиклар узун муддәтлик йешил башқуруш усули бар болған мәктәпләрниң техиму көп алдинқи орунға чиқидиғанлиқини билдүрмәктә.

һиндонезийә университити 2010 - йилдин бери муһит, иҗтимаий вә иқтисадий нуқтидин сиҗиллиқни өзләштүрүп, өз еһтийаҗини қандуралайдиған вә бу саһәдә йетәкчилик қилалайдиған алий маарип органлирини қуруп чиқти. һиндонезийә унверсититлири «UI GreenMetric» дунйа йешил университетлар рәт тәртипи системиси бойичә баһалинип кәлмәктә.  

бу саһәдә дунйа миқйасида әң қобул қилинған дәриҗиләндүрүш хизмәтлириниң бири болған системиниң өлчәмлири б д т сиҗил тәрәққийат нишани даирисидә қурулған 17 асаслиқ мавзудики алтә көрсәткүчни асас қилмақта.

бу баһалашқа 2022 - йили дунйаниң һәр қайси җайлиридин 1050 университет вә түркийәдин 83 университет қатнашқан болса, 2023-йили дунйа миқйасидин 1183 университет вә түркийәдин 98 университет тизимликкә киргүзүлди.

түркийәдин бу йилқи өлчәшкә қатнашқан 98 университетниң алтиси алдинқи 100 университет қатаридин орун алди. буниңдин йәнә түркийәниң тоққуз университети алдинқи 200 ниң қатаридин орун алди. ул- әслиһә, енергийә, килимат өзгириши, ташландуқларни бир тәрәп қилиш, су вә маарип қатарлиқ барлиқ мавзулардики номурлирини алдинқи йилға селиштурғанда зор дәриҗидә ашурди.

бултур 47 - орунға тизилған истанбул техника университети бу йиллиқ баһалаш өлчимидә маарип, енергийә вә килимат өзгириши мавзусида әң йуқири номурға еришти.

йилдиз техника унверситити түркийәдин иккинчи йуқири номурға еришкән университет сүпити билән тизимликтә 63 - болди. әрҗийәс унверситити, өзйәғин университети, әгә университети вә йәдитәпә университети түркийәдин алдинқи 100 ниң ичигә киргән университетларға айланди.

тизимликкә түркийәдин 2023 - йили қатнашқан университетларниң болупму су ишлитиш вә қайта пишшиқлап ишләш җәһәттә илғар икәнлики, әмма енергийә вә килимат өзгириши өлчимидә төвән номурға алғанлиқи билдүрүлди.

истанбул университетидин бурҗу зәйбәк бу һәқтә мундақ деди:

«дунйадики нурғун университетлар күчлүк, нопузлуқ, даңлиқ марка образиға еришиш үчүн муһит вә җәмийәтни нәзәрдә тутқан һалда хизмәтлиригә әһмийәт бәрмәктә. иҗтимаий мәнпәәтни алдинқи орунға қойуп, бу йөнилиштә гуруппиларни қурмақта.  қилинған хизмәтләр пәқәт академик вә алимлар топиғила әмәс, һәммә адәмгә йетип бармақта. университетлар мувәппәқийәтлик оқуғучиларниң өзлирини таллиши үчүн риқабәтләшмәктә. әмдиликтә техиму узун мәзгилгичә тәбиий байлиқларни исрап қилмайдиған, муһитқа вә инсанға зийан йәткүзмәй һәрикәт қилишни мәқсәт қилидиған йешил башқуруш еңиға игә университетлар алдинқи пиланға чиқмақта.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر