килимат өзгириши сәвәбидин һәр 12 дохтурханиниң бири тақилиш хәвипигә дуч кәлмәктә

көзнәк (67)

2075589
килимат өзгириши сәвәбидин һәр 12 дохтурханиниң бири тақилиш хәвипигә дуч кәлмәктә

килимат өзгириши сәвәбидин һәр 12 дохтурханиниң бири тақилиш хәвипигә дуч кәлмәктә

килимат өзгириши кәлтүрүп чиқириватқан пәвқуладдә һаварайи һадисилири сәвәбидин дунйа миқйасида һәр 12 дохтурханиниң бири қисмән йаки пүтүнләй тақилип қелиш хәвипигә дуч кәлмәктә.

килимат һадисилириниң хәвп - хәтәрлири үстидә тәтқиқат елип бериватқан XDI (Cross Dependency Initiativ)  тәтқиқат орни, бирләшкән дөләтләр тәшкилати  килимат өзгириши рамка әһдинамисиниң 28 – нөвәтлик конферанси сағламлиқ күнидә, 2023 – йили килимат өзгириши кәлтүрүп чиқириватқан пәвқуладдә һаварайи һадисилири һәққидә доклат елан қилди.

дунйа миқйасидики 200 миңдин артуқ дохтурханиниң хәвп - хәтәр астида икәнликигә даир анализни өз ичигә алған доклатта көрситилишичә, деңиз қирғиқи вә дәрйаларға йеқин җайлардики дохтурханилар әң йүксәк сәвийәдә хәвп - хәтәр  астида икән, дәрйалар вә кәлкүн апәтлириниң дохтурханиларға зийан йәткүзүш хәвпи барғансери күчәймәктә икән. мушу әсирниң ахирлириғичә пәвқуладдә һаварайи һадисилириниң көпийиши вә деңиз йүзи сәвийәсиниң өрләп кетиши сәвәбидин деңиз ташқинлириниң тез көпийиш хәвипиму дохтурханиларниң қийинчилиқлирини көпәйтивәтмәктә икән.

әгәр ташқатма йеқилғулардин тез ваз кәчмәслик вә булғима қойуп бериш миқдари давамлиқ ешиш сәвәбидин килимат кризисиниң тәсири техиму еғирлишип кәткән тәқдирдә, пәвқуладдә һаварайи һадисилири сәвәбидин 2100 – йилғичә дунйа миқйасидики һәр 12 дохтурханиниң бири қисмән йаки пүтүнләй тақилиш хәвипигә дуч келидикән.

бу дунйа миқйасидики 16 миң 245 дохтурханиниң хәвп – хәтәргә дуч келидиғанлиқидин дерәк беридикән. бу сан һазир хәвп – хәтәр астида қеливатқан дохтурханиларниң икки һәссисигә тәң келидикән.

шу вәҗидин, бу дохтурханиларниң һәммиси килимат һадисилиригә тақабил туруш мәблиғигә еһтийаҗлиқ икән. бирақ бу мәбләғләр тәминләнгән тәқдирдиму, нурғун дохтурханиларниң бирдинбир чиқиш йолиниң көчүш болуш хәвпи бар икән.

еғир хәвп - хәтәр астида қеливатқан 16 миң 245 дохтурханиниң % 71 и оттура вә төвән киримлик ​​дөләтләргә җайлашқан.

доклаттики әң йүксәк сәвийәдә булғима қойуп бериш синарийәсигә қариғанда, мушу әсирниң ахирлириғичә дунйаниң һәрқайси җайлиридики дохтурханиларға зийан салидиған пәвқуладдә һаварайи һадисилириниң хәвипи төт һәссидин көпрәк ашидикән, төвән булғима қойуп бериш синарийәсидә бу хәтәрниң ешиши % 106 кә төвәнләйдикән.

ташқатма йеқилғуниң ишлитилишини тезликтә азайтиш арқилиқ  йәр шари характерлик иссип кетишни 1.8 гирадус билән чәкләп қалғили болған тәқдирдә, әң йүксәк сәвийәдә булғима қойуп бериш синарийәсигә қариғанда, дохтурхана ул әслиһәлириниң бузулуш хәвипини йерим һәссә төвәнләткили болидикән.

шәрқий җәнубий асийа әллиридики дохтурханилар, дунйа миқйасида пәвқуладдә һаварайи һадисилириниң хәвп – хәтири әң йүксәк сәвийәдики районларға җайлашқан икән. йүксәк сәвийәдә булғима қойуп бериш синарийәсигә қариғанда, шәрқий җәнубий асийа әллиридики һәр 5 дохтурханиниң бири мушу әсирниң ахирилирғичә қисмән йаки пүтүнләй тақилиш хәвипигә дуч келидикән.

түркийәдики һәр 20 дохтурханиниң бири хәвп - хәтәр астида

мөлчәрлинишичә, түркийәдики пәвқуладдә һаварайи һадисилири сәвәбидин тақилиш хәвипигә дуч келиватқан дохтурханиларниң нисбити 2050-йилға барғанда % 3.8 дин % 4.4 кә өрләйдикән.

әгәр булғима қойуп бериш нисбити йуқири сәвийәдә давамлашқан тәқдирдә, мушу әсирниң ахирлириғичә һәр 20 дохтурханиниң бири пәвқуладдә һаварайи һадисилириниң тәсиригә учрайдикән, шундақла,  түркийәдики 99 дохтурхана килимат өзгириши кәлтүрүп чиқириватқан пәвқуладдә һаварайи һадисилири сәвәбидин йүксәк сәвийәдә зийанға учраш хәвипигә дуч келидикән.

«дохтурханиларниң бихәтәрликини қоғдашниң әң йахши усули булғима қойуп беришни азайтиш»

XDI тәтқиқат орниниң пән-техника ишлири дериктори карл маллон, доклатниң нәтиҗиси һәққидики анализида, килимат өзгиришниң дунйаниң һәрқайси җайлиридики кишиләрниң саламәтликигә күнсери техиму көп тәсир көрситидиғанлиқини байан қилип мундақ дәйду:

 «әгәр пәвқуладдә һаварайи һадисилири дохтурханиларниң тақилишини кәлтүрүп чиқарса, тәһлилимиз шуни испатлайдуки, ташқатма йеқилғулардин тездин ваз кәчмигән тәқдирдә, миңларчә  дохтурханилар кризис мәзгилидә мулазимәт қилалмайдиған әһвалға чүшүп қалиду, буниң йәр шари характерлик сағламлиққа елип келидиған хәвп – хәтири техиму күчийиду.»

 маллон дохтурханилар дуч келидиған бу хәвп - хәтәрни көрүнәрлик азайтиш вә җәмийәтләрниң бихәтәрликини қоғдашниң әң йахши усулиниң булғима қойуп беришни азайтиш икәнликини тәкитләйду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر