исраилийәниң 2 – ейиға қәдәм қойған һуҗумлири вә район характерлик тәсири

күнтәртип вә анализ (67)

2074236
исраилийәниң 2 – ейиға қәдәм қойған һуҗумлири вә район характерлик тәсири

 

«күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити «SETA» ниң ташқи сийасәт тәтқиқатчиси җан аҗун тәрипидин тәййарланған «исраилийәниң 2 – ейиға қәдәм қойған һуҗумлири вә район характерлик тәсири» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

***** ** **** *** *** ****

һамас қармиқидики қассам биригадилири билән башқа чоң-кичик қаршилиқ көрситиш гуруппилириниң 7 - өктәбир (2023) дә исраилийәгә қарши чақмақ һәрикити башлиғанлиқиға икки ай болай дәп қалди. исраилийә алди билән ғәззәни һавадин вәһишийләрчә бомбардиман қилди, андин ғәззәни шимал вә җәнуб дәп иккигә айрип, шималий районни қуруқлуқтин ишғал қилди. исраилийә әмәлдарлириниң байанатиға қариғанда, шималда исраилийә армийәсигә қаршилиқ давамлишиватқан бир пәйттә җәнубқиму қуруқлуқ һуҗуми елип бармақчи икән.

һамас қармиқидики қассам биригадиси билән башқа чоң-кичик қаршилиқ көрситиш гуруппилириниң 7 - өктәбирдики «ақса туфани» дәп аталған һуҗуми йеңи уруш нәзрийәсини өз ичигә алған болуп, тезгинәклик учқулар вә параметирларни ишлитиш қатарлиқ йеңи техникилиқ имканийәтлири билән исраилийә қисимлириға еғир зәрбә бәрди. ғәззә әтрапиға җайлашқан һәрбий базилар пәләстинликләр тәрипидин қолға чүшүрүлди. көлими ғәззәдинму чоң олтурақ район контроллуқ астиға елинди.

исраилийә хели бир мәзгилгичә һолуқуштин немә қиларини биләлмәй  қалғандин кейин, наһайити вәһшиләрчә җаваб қайтурди. исраилийә  пуқраларни биваситә һуҗум нишани қилип һавадин  бомбардиман қилиш арқилиқ ирқий қирғинчилиқ қилишни башлиди. ғәззәни шимал вә җәнуб дәп иккигә айрип, шимални ишғал қилди. гәрчә һамасқа һуҗум қиливатқинини илгири сүрсиму, әмма һәрбий һәрикәт услуби, пуқралар вә үст қурулмиларни һуҗум нишани қилиш, қамални еғирлаштуруш, һәтта хәлқниң су вә йемәкликкә еришишниму чәкләш, җүмлидин ғәззәни йашашқа болмайдиған һалға кәлтүрүш арқилиқ кәң көләмлик ирқий қирғинчилиқ қилишни нишан қилғанлиқини намайан қилди. шималдики қирғинчилиқтин кейин җәнубқа таҗавуз қилиш урунуши бу әһвални техиму еғирлаштурди. исраилийәниң вәһшийанә һуҗумлири ғәззә районида давам қиливатқан болса, урушниң геополитикилиқ вә район характерлик тәсириму давамлашмақта.

гәрчә тоқунушниң дәсләпки мәзгилидә һизбуллаһ билән йеңи бир уруш фронти ечилип чеилмайдиғанлиқи йаки урушниң район характерлик түс елиш алмаслиқи ениқ болмиған болсиму, иранниң тәсири астида һәрикәт қилидиған һизбуллаһ вә башқа гуруппиларниң һазирчә ундақ һәрикәт қилмайдиғанлиқи көрүлди. әмма контроллуқ һалда вә чәк - чегра даириси ичидә исраилийә вә америкиға қарши һәр хил һәрбий һәрикәтләрниму елип барған болди. һизбуллаһ исраилийә-ливан чегрисини бойлап төвән сиҗиллиқ билән исраилийәгә анда санда һуҗум қилған болса,  ирақ вә сүрийәдики шиә қораллиқ күчлириму америка базилирини пат пат һуҗум нишани қилишни давамлаштурмақта.

әсли күтүлмигән һуҗумлар йәмәндики әнсаруллаһ һәрикитидин кәлди. хусийлар исраилийәгә биваситә җәң елан қилғанлиқини җакарлиди вә қизил деңиздики исраилийә парахотлириға һуҗум қилишқа башлиди. районниң қатнаш бихәтәрликигә еғир тәһдит шәкилләндүрди. америка деңиз армийәсигә тәвә уруш парахотлири бу әһвалға арилашмақчи болмақта.

иранниң вакаләтчи елементлирини ишқа селип пәләмпәйсиман логика бойичә қәдәммму қәдәм қол селиватқанлиқини тилға елишқа болиду. шундақтиму уларниң илгири дегән  сөз-һәрикәтлириниң әксичә кәң көләмлик тоқунушқа қатнашмайдиғанлиқи мәлум.

исраилийәниң ғәззәниң җәнубини ишғал қилиши вә пуқраларни сина қумлуқиға сүргүн қилиши билән мисирниң арилишиши вә әрәб иттипақини исраилийәгә қарши һәрикәткә өтүшкә мәҗбурлиши мумкин, бу тәңлимидиму һәрбий һәрикәтләрдин бәкрәк һәр хил сийасий вә иқтисадий ембарголарни ишқа селиш еһтималлиқи йуқири.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر