сүний әқил қоллайдиған йеңи сәнәт еқими - ганизм

көзнәк (65)

2069461
сүний әқил қоллайдиған йеңи сәнәт еқими - ганизм

сүний әқил қоллайдиған йеңи сәнәт еқими - ганизм

гәрчә сүний әқил һәр күни турмушимизда технологийәлик йеңилиқларни елип келиватқан болсиму, әмма қануний җәһәттин нурғун гуманларниму туғдурмақта. бу гуманлардин бирини йеңи сәнәт еқими - ганизм вә бу арқилиқ барлиққа келиватқан йеңилиқларниң кимгә тәвә болуши мәсилиси тәшкил қилиду.

1600-йилларда «һесаблаш машиниси» иҗад қилиниш билән башланған бу йеңилиқ басқучи компийутер билән интернетниң бир гәвдилишиши нәтиҗисидә әқлий иқтидарлиқ үскүниләргә айланди. мана мушундақ һалқилиқ басқучта сүний әқил оттуриға чиқти. компийутер арқилиқ һесаблаш иқтидари сүпитидә барлиққа кәлгән сүний әқил технологийәси һәр саһәдикигә охшашла сәнәт саһәсигиму бир қатар йеңилиқларни елип кәлди. шуниң билән, сәнәт дунйасида йеңи еқим – ганизм башланди.

сәнәткарлар сүний әқилдин пайдилинип нурғун йеңилиқларни кәшип қилалайду. бу йеңилиқларниң пәрдә арқисида болса чоңқур өгиниш саһәсидә ишлитилидиған сүний әқилгә тайинип һесаблаш усули - «ган (< Generative Adversarial Network> GAN)» технологийәси йатиду.

бирақ, ган технологийәси арқилиқ оттуриға чиққан йеңилиқларға кимниң игидарчилиқ қилидиғанлиқи мәсилиси қанун дунйасиниң күн тәртипидин орун алмақта.

сүний әқил түрлүк йеңилиқларни барлиққа кәлтүрүватқан болсиму, әмма бу йеңилиқларниң қайси санлиқ мәлуматларни ишлитиш, қайси алгоризмлар (пирограмма тиллиридики мәлум мәқсәтни ишқа ашурун үчүн пирограмма тиллириниң қаидилиригә уйғун һалда ентайин ениқ тәртипләр билән лайиһиләнгән қәдәм-басқучлар) нәтиҗисидә оттуриға чиққанлиқини шу йеңилиқни иҗад қилған адәмму билмәйду.

сүний әқилниң қараңғу тәрипи - қара қута

инсанлар сәзгү әзалири арқилиқ ташқи дунйани қандақ һес қилса вә өгәнсә, сүний әқилму машина өгиниши арқилиқ  шундақ һес қилиду вә өгиниду. бу арқилиқ бирдин артуқ сәнәткарниң әсәрлирини ишлитип йеңи бир әсәрни йариталайду. башқичә ейтқанда, сүний әқил әсәрниң мәнбәсини хирәләштүрмәктә .

әсәрләр сәнәткарға аитму, йумшақ детал лайиһәлигүчигә аитму? йаки аммиға аитму?

сүний әқил ишләпчиқарған мәһсулатлар сәнәткарға тәвәму? йумшақ детал лайиһәлигүчигә тәвәму? йаки аммиға тәвәму? қанун дунйаси бу соалға җаваб издимәктә. һазирға қәдәр, һәр бир дөләт охшимиған һәл қилиш чарилирини тапти. мәсилән, сүний әқил ишләпчиқарған мәһсулатларни американиң қанун системисида қоғдиғили болмайду, дәйдиған қараш бар.

бу һәқтә әнглийәниң қариши мундақ:  сүний әқил  ишләпчиқарған бир мәһсулатниң игидарчилиқ һоқуқи шу  мәһсулатни  ишләпчиқириш давамида сүний әқил йумшақ деталини ишләткән вә бу җәрйанға төһпә қошқан киши йаки кишиләргә тәвә.

йавропадики әһвал сәл охшимайду. йавропа иттипақи комитетиниң бу һәқтики доклатлириға қариғанда, бу мәсилини қанун - бәлгилимә арқилиқ һәл қилиш зөрүр.

түркийәму сүний әқил технологийәсигә йеқиндин көңүл бөлүватқан дөләтләрниң бири.

 җумһур рәислик мәһкимиси рәқәмлик өзгәртиш ишханисиниң сүний әқилға болған көз қариши интайин иҗабий болуп, сүний әқил җәмийәтниң айрилмас бир қисми, дәп қарайду.

түрк қануншунаслар «арилашма хизмәт» тәклипини оттуриға қойди

арилашма хизмәт «һәм сүний әқил тәрипидин иҗад қилинған, һәм сәнәткарниң пикрий мәһсули болған әсәрләр» дегән уқумни билдүриду.

сүний әқил қануний җәһәттин қараңғу тәрәплири бар болған бир саһә һесаблиниду. қанун чиқириш аппаратлири буни тездин бир тәрәп қилишни ойлисиму, әмма сүний әқил техиму тез сүрәттә өзини тәрәққий қилдурмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر