ататүркниң вапати вә дунйа әллириниң қайғуси

биливелиң (62)

2062599
ататүркниң вапати вә дунйа әллириниң қайғуси

ататүркниң вапати вә дунйа әллириниң қайғуси

ататүркниң вапат болғанлиқидин пүткүл дунйаниңму чәксиз қайғуға чөмгәнликини биләмсиз?

1938-йили 11-айниң 10-күни, түркийә җумһурийитиниң қурғучи рәһбири мустапа камал ататүрк ваапт болған чағда, пәқәт түркийә хәлқила әмәс, пүткүл дунйа әллириму чәксиз қайғуға чөмгәниди. бу хәвәр тарқалғандин кейин, нурғун дөләтләрдә байрақлар йерим чүшүрүлгән, бир айлиқ дөләтлик матәм елан қилинған, бәзи дөләтләрдә мәктәпләр тақалғаниди. ататүркниң вапати бәк йирақ болмиған өтмүштә түркийәгә дүшмән болған дөләтләрниму қайғуға салғаниди.

мустапа камал түркийә җумһурийитиниң дипломатийә сийаситини дөләтниң игилик һоқуқи,  «мәмликәтниң тинчлиқи, дунйаниң тинчлиқи» пиринсиплири асасида қуруп, башқа дөләтләр билән достанә мунасивәтләрни тәрәққий қилдурушни нишан қилғаниди.

 нурғун дөләтләрниң рәһбәрлири җумһурийәт елан қилинғандин тартип таки мустапа камал ататүрк вапат болғанға қәдәр түркийәни зийарәт қилғаниди. һәтта ататүркни тонумайдиған дөләтләрму түркийәниң униң рәһбәрликидә қәд көтүргәнликини биләтти вә уни қәдирләйтти. шу вәҗидин, мустапа камалниң вапат болғанлиқ хәвири дунйаниң һәрқайси җайлиридики гезитләрниң биринчи бетидә елан қилинди. дөләт әрбаблири вә зийалийлар мәтбуатларға ататүркниң вапатидин қаттиқ қайғурғанлиқлирини билдүрүп байанат елан қилди.

 буларниң бәзилири:

1928-йили түркийә вә ататүркни зийарәт қилған афғанистан падишаһи амануллаһ хан мустапа камалниң вапатиға болған қайғусини ипадиләп мундақ дәйду: «ататүрк пәқәт түркийәниңла әмәс, пүткүл шәрқ әллириниңму атаси иди.»

иккинчи дунйа урушиниң шәписи йеқинлап келиватқан мәзгилдә, германийә тарихчиси пирофессор һерберт мелзиг ататүрк һәққидә мундақ дәйду: «азаб-оқубәт дунйасида тинчлиқ вә муқимлиқ орнитиш, инсанийәт дунйасиниң пәқәт маддий тәрәққийатиғила әмәс, мәниви тәрәққийатиғиму капаләтлик қилишни халайдиғанлар, ататүркниң етиқадий вә йол көрсәткүчи рәһбәрликини үлгә қилиши, униңдин илһам елиши керәк.»

  түркийәниң мустәқиллиқ урушиниң мувәппәқийәтлик болидиғанлиқидин қилчә гуманланмиған гиретсийәлик генерал метаксасму 1937-йили әнқәрәгә зийарәткә кәлгәндә,   мустапа камал ататүрк билән көрүшкәниди. у ататүркни: «мән һәр даим һәйран қалған түркийә хәлқиниң шанлиқ рәһбири» дәп тәсвирлигәниди. у мустапа камал ататүркниң вапат болғанлиқ хәвирини аңлиғандин кейин, қайғусини мундақ ипадилигәниди: «ататүрк түркийә тарихидики тәңдашсиз мәшһур шәхс болупла қалмай, йәнә тинчлиқниңму мислисиз рәһбиридур. униң мираси болған йеңи түркийә әсирләр бойи давам қилидиған абидә болуп қалиду.»

әнгилийәдә чиқидиған «‹Times› гезити»: ататүрк һәққидә мундақ дәп йазғаниди: «ататүрк султанларниң шану - шәвкити вә хәлипиликниң җәлпкарлиқиға пәрва қилмай, нәзирини қошунлириниң тайанч күчи болған анадолу деһқанлириниң сөйгүсигә ағдурди.»

  иранда чиқидиған «‹теһран› гезити»: мустапа камалниң вапати һәққидә мундақ  дәп йазғаниди: «ататүрккә охшиған талант игилири пәқәт ташқи көрүнүш җәһәттинла өлиду, һалбуки, уларниң мираслири һәр даим мәңгү йашнайду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر