ғази мустапа камал ататүркни һөрмәт билән әсләймиз

бүгүн түркийә җумһурийитиниң қурғучиси вә тунҗи җумһур рәиси ғази мустапа камал ататүрк вапатиниң 85-йиллиқи. уни бу мунасивәт билән йәнә бир қетим сөйгү вә һөрмәт билән чоңқур йад етимиз.

2063018
ғази мустапа камал ататүркни һөрмәт билән әсләймиз

түркийә авази радийоси ғази мустапа камал ататүрк чанаққәлә урушидики мувәппиқийәти билән зор шан-шәрәпкә еришти. османли империйәси биринчи дунйа урушида мәғлуб болған дөләтләр қатаридин орун алди. мәмликәтниң һәммә җайлири урушта ғәлибә қилған дөләтләр тәрипидин ишғал қилиш башланғанда, у түрк хәлқигә рәһбәрлик қилип, азадлиқ үчүн күрәш қилди.

бу күрәшләрниң зәпири билән лесбонда имзаланған тинчлиқ шәртнамәси нәтиҗисидә, түркийә җумһурийити қурулди вә мустапа камал биринчи җумһур рәис болди. кейинчә, униңға «ататүрк» фамиләси тәқдим қилинди. у әмәлгә ашурған инқилаблири билән заманиви җәмийәтниң шәкиллинишигә муһим төһпиләрни қошти.

биз йәнә бир қетим уни вапатиниң 85-йиллиқида, чоңқур сөйгү вә һөрмәт билән әсләймиз.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر