әллик пишлақлиқ шәһәр - баликәсир

биливелиң (53)

2036176
әллик пишлақлиқ шәһәр - баликәсир

әллик пишлақлиқ шәһәр - баликәсир

түркийәниң баликәсир шәһиридә бир – биридин есил онларчә пишлақ сортиниң ишләпчиқирилидиғанлиқини биләмсиз?

 көплигән милләтләрниң таам мәдәнийәтлириниң муһим ләззәтлиридин бири болған пишлақниң тарихи миладидин илгирики 5000 - йилларғичә тутишиду. оттура шәрқ вә йавропадин тарқалған дәп қарилидиған пишлақ түркийәдиму кәң истемал қилинидиған йемәкликтур. анадолуниң һәрқайси районлирида һәл хил пишлақлар ишләпчиқирилиду. таам мәдәнийити җәһәттин қоғдилидиған, наһайити зор иқтисадий қиммәткә игә бу пишлақлар түркийәдә 1995-йилдин башлап «җуғрапийәлик көрсәткүч» сүпитидә тизимға елинған районға хас йемәклик болуп, барғансери тәрәққий қилмақта.

баликсир түркийәниң пишлақ ишләпчиқириш җәһәттә әң бай районлириниң бири. баликәсир райониниң мунбәт тупрақлири һәм мармара деңизи қирғиқи һәм әгә деңизи қирғиқи билән тутушиду.  җуғрапийәлик вә килимат җәһәттики әвзәлликлири  баликәсир шәһириниң һәрқайси районлирида мол мәдәнийәт вә әнәниләрниң шәкиллинишигә шараит һазирлап бәргән. бу районда олтурақлишип қалған түркмән - йөрүк, татар, бошнақ, албан, гируз, чәркәз  қатарлиқ чарвичилиқ вә сүтчилик билән шуғуллинидиған милләтләрниң тәсиридә, бу районда сүт ишләпчиқириш миқдари йуқири, зор иқтисадий қиммәткә игә пишлақниң түри наһайити көптур. пәқәт бу райондила тизимға елинған 50 хилға йеқин пишлақ бар. түркийәниң «пишлақ җәннити» дәп аталған баликәсир шәһиридә күнигә икки миң икки йүз тонна сүт ишләпчиқирилиду. баликәсир бу алаһидилики билән түркийәдики алдинқи үч шәһәрниң бири һесаблиниду. балкәсирдә чоң вә кичик туйақлиқ  һайванлар отлақларда тәбиий усулларда озуқлинидиған болғачқа , бу йәрдә ишләпчиқирилған пишлақлар техиму мәззилик болиду.

 гәрчә балкәсирниң бәзи пишлақ сортлири марка салаһийитигә еришкән болсиму, әмма көпинчиси бәзи йеза-қишлақларда вә өйләрдә ишләпчиқирилидиғанлиқи үчүн билинмәйду. бу ләззәтләрни тонуштуруш үчүн уда икки йил тәтқиқат елип берилғандин кейин, йәрлик пишлақлар тонуштурулған «әллик пишлақлиқ шәһәр - баликәсир» намида бир китаб тәййарланди. бу китабта баликәсир шәһиридики пишлақларниң сортлириниң һекайиси, тарихи вә   ишләпчиқирилиш усули тонуштурулиду.  бу китабта йәнә йоқилиш гирдабиға берип қалған пишлақ сортлириму тонуштурулиду.

«әллик пишлақлиқ шәһәр - баликәсир» намлиқ бу китаб 2019 – йили б д т маарип, илим-пән вә мәдәнийәт тәшкилати-йунеско (UNESCO)  тәрипидин хитайниң «иҗадий шәһәр» унваниға игә авмен шәһиридә өткүзүлгән «хәлқаралиқ ашпәзлик илми һәққидә йезилған әң мунәввәр китаблар мукапати» ни тарқитиш мурасимиға түркийәгә вакалитән қатнаштурулди.

бәррин бал онур билән нәшә ақсой тәрипидин тәййарланған бу китаб германийә, канада, фирансийә қатарлиқ дөләтләрдә йезилған әң илғар 12 китабни арқида қалдуруп,  «пишлақ вә сүт» категорийәсидә «дунйа бойичә әң мунәввәр китаб» болуп талланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر