түрк таамлириниң айрилмас бир қисми – қетиқ

биливелиң (51)

2029493
түрк таамлириниң айрилмас бир қисми – қетиқ

түрк таамлириниң айрилмас бир қисми – қетиқ

түрк таамлирида қетиқниң көп хиллиқини биләмсиз?

бүгүнки күндә, қетиқниң саламәтликкә қанчилик пайдисиниң барлиқи һәмдә дунйаниң нурғун дөләтлиридә кәң истемал қилиниғанлиқи һәммигә мәлум. базар - дуканлардин пиробийотик, лактозасиз , сүзмә, йерим майлиқ , мевилик қатарлиқ он нәччә хил қетиқни тапқили болиду. түрк таамлириға хас қетиқ түрлири болса  булардин нәччә һәссә көптур.

қетиқ анадолуниң охшимиған җайлирида һәл хил болиду. һәтта өйләрдиму бир – биридин пәрқлиниду. қетиқниң тәмигә тәсир қилидиған амилларниң бешида қетиқ уйутушта ишлитилидиған сүт келиду.

 бүгүнки күндә, әң асан тапқили болидиған сүт кала сүтидур. шуңа бу сүттин йасалған қетиқ наһайити көп учрайду. әмма қой , өчкә йаки кала сүти билән йасалған қетиқларму бар болуп, һәр бириниң уйутулуш шәкли вә тәми бир – биригә охшимайду. қой қетиқи сәл аччиқ , кала қетиқи сәл ечиқ келиду. қотаз сүтидин йасалған қетиқ қойуқ болуп , тәркибидә башқа қетиқларға қариғанда калтсий вә сүпәтлик ақсил маддиси хелила көптур.

түркийәниң қетиқи билән даң чиқарған районлириму бар. мәсилән, истанбулниң канлиҗа райони бир әсирдин көпрәк вақиттин буйан қетиқи билән мәшһурдур. йәнә  истанбулниң силивири райониму қетиқи билән даңлиқтур. тәхминән 130 йиллиқ тарихқа игә силиври райониниң қетиқи 1870-йилларда пәқәт қетиқ йасаш үчүн силивирида тәсис қилинған қетиқ йасаш өйлиридә уйутулуп, истанбулға тарқитилатти. 1930-йилларда даириси техиму кеңәйтилип, башқа чоң шәһәрләргиму әвәтилишкә башлиған силивири қетиқи һазирму даңлиқтур.

түркийәдә қетиқниң түри көп болғинидәк, қетиқтин йасалған таамларниң түрлириму наһайити көптур. түрк таамлирида, қетиқ һәр хил шорпилардин тартип татлиқ – турумларғичә нурғун тамақларда ишлитилидиған материйалдур. мәсилән, дәнизли вә әтрапидики районларда өчкә сүти арқилиқ таамларға өзгичә тәм киргүзүлидиған қетиқ пишурулған көктатлар билән бирликтә истемал қилиниду.

 хатайниң узун өмүрлүк қетиқи болса зәйтун йеғи вә тетитқулар билән тәм киргүзүлүп истемал қилиниду. қетиқ һәрқандақ бир тамақни тәййарлашта ишлитилгән йаки ишлитилмигән болушидин қәтийнәзәр, түрк таамлирида кәм болса болмайдиған узуқлуқ һесаблиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر